Дуня уйғур қурултийи хәлқара җәмийәтни хитайни җавабкарлиққа тартишқа чақирди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.30

Дуня уйғур қурултийи 30-сентәбир, хитай хәлқ җумһурийити қурулушиниң 75-йиллиқи һарписида, хәлқара җәмийәтни униң уйғур, тибәт, хоңкоң вә ички моңғул хәлқлиригә қаратқан ирқий қирғинчилиқ, диний, мәдәнийәт вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши сиҗил һәрикәт қоллинип, бейҗиңни җавабкарлиққа тартишқа чақирған. Баянатта тәкитлинишичә, тәшкилат хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 75 йиллиқи мәзгилидә әнглийә вә германийәни өз ичигә алған дунядики нурғун шәһәрләрдә уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар, моңғуллар вә хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң бирләшмә намайиши өткүзүп, хитайниң зулумиға қарши диққәт қозғимақчи икән. Баянатта, хитайниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишни техиму күчәйтип, б д т ниң кишилик һоқуқ системисини рәт қилғанлиқи, хәлқара қанунларға әмәл қилишиниң һечқандақ бешаритини көрсәтмигәнлики, униң б д т дики универсал қәрәллик баһалашта оттуриға қоюлған тәвсийәләрниң 30 пирсәнтини рәт қилишиниң буниң ипадиси икәнлики тәкитләнгән.

Баянатта мундақ дейилиду: “хәлқара җәмийәтниң хитай билән болған мунасивәттә ениқ вә өлчәмлик нишан бәлгиләп, униң кишилик һоқуқ әмәлийитидә актип өзгириш һасил қилишни мәқсәт қилған конкрет нәтиҗигә әһмийәт беришниң вақти кәлди”.

 Баянатта қәйт қилинишичә, “бу тиришчанлиқлар хитай һөкүмитиниң қилмишини җавабкарлиққа тартишни чиқиш қилипла қалмай, ирқий қирғинчилиққа қатнашқан шәхс вә аппаратларни нишанлиқ җазалаш тәдбирлириниң әмәлийлишишини алдинқи орунға қоюшиниму чиқиш қилиши керәк” икән. Д у қ ниң хитайни җавабкарлиққа тартиш һәққидики бу чақириқи б д т ға әза дөләтләр уйғурлар мәсилиси бойичә иккигә бөлүнгән, ғәрб дөләтлири хитайни җавабкарлиққа тартишни тәләп қилса, мусулман вә түркий дөләтлирини өз ичигә алған 3-дуня әллири хитайни қоллаватқан бир вәзийәттә оттуриға қоюлған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.