Қумул шәһириниң ном базирида хитайдики әң чоң шамал күчи ток истансиси қурулған
2024.09.13
Хитайниң електир тори қурулушиға мәсул ширкәтләр уйғур елидики көмүр кан байлиқлиридин башқа, қуяш вә шамал енергийәсидин пайдилинип ток чиқириш истансилирини үзлүксиз кеңәйтмәктә.
“хитай хәвәрлири” ториниң 13-сентәбир чиқарған хәвиригә қариғанда, хитай даирилири қумул шәһири аратүрүк наһийәси ном базири әтрапиға кәң көләмлик шамал енергийәси ток истансиси вә йоруқлуқ волт електир истансиси қурған. Хитай електир тори қурулушиға мәсул ширкәтләр қумулниң шамал күчи әвзәлликидин пайдилинип, қумулни хитайниң асаслиқ шамал күчи електир базисиға айландурған; шундақла қумул шәһирини шамал күчи електир истансисини үскүнә-әслиһәләр билән тәминләйдиған ширкәтләрниң мәһсулатлирини тонуштуруш һәмдә хитайниң бу хил мәһсулатларни ишләпчиқириш зәнҗирини қуруш базисиға айландурмақчи болған.
“хитай йәршари телевизийә тори” 2024-йил 5-авғуст елан қилған бир хәвәрдә, қизилсу области улуғчат наһийәсиниң деңиз йүзидин 3100 метир егизликтики памир егизликигә чоң һәҗимдики 38 шамал чақпәлики толуқ орнитиш пиланланғанлиқи, 20 чақпәләкниң орнитилип болғанлиқи мәлум болғаниди. Хитай илгири даванчиң әтрапиға шамал енергийәсидин ток чиқиридиған чақпәләкләрни орнатқан болуп, бу қетим уни уйғур елиниң җәнуби һәм шәрқий районлириға кеңәйткән. Мунасивәтлик мәлуматларға қариғанда, шамалдин ток чиқириш мәйданлириниң муһитқа болған тәсири күчлүк болуп, явайи һайванларға, болупму қушларға биваситә зиян салидикән. Шамал чақпәләклириниң керәктин чиққан япрақчилирини йиғивелиш қийин болуп, уму муһитни булғайдикән.
Хитайниң бундақ хәвәрлиридә, уларниң уйғур елидә қурған вә қуруватқан бу хил ул әслиһә қурулушлирини “булғинишни азайтип, пакиз енергийә ишләпчиқиришқа тәрәққий қилиш” дәп тәшвиқ қиливатқанлиқи мәлум. Һалбуки, бу һәқтә издиниватқан тәтқиқатчилар, аталмиш “йешил енергийә” ишләпчиқиришниң унчә пакиз әмәсликини, униңда муһит бузғунчилиқидин башқа йәнә қул әмгикиниң барлиқини илгири сүрүп кәлмәктә.