Әлҗәзирә түркийәгә кәлгән уйғурларниң тинчлиқ вә адаләт издигүчиләр икәнликини хәвәр қилди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.02.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитайниң чәтәлгә қечиватқан уйғурлар һәққидики сәлбий тәшвиқатлири бир қисим мәшһур хәлқара ахбарат васитилириниң уйғур муһаҗирларға қарита диққәт-етибарини күчәйтти.

Әлҗәзирә мухбири өткән һәптә түркийәниң қәйсәри шәһиригә берип, у йәргә йеңидин маканлашқан уйғур муһаҗирларни зиярәт қилған. Әлҗәзирәниң түнүгүнки хәвиридә, уйғурларниң чәтәлләргә тинчлиқ вә адаләт издәп сәпәр қиливатқанлиқи асаслиқ тема қилинған. Хәвәрдә уйғурларниң еғир диний бесимға учраватқанлиқи, халиғанчә тутқун қилиниватқанлиқи мәзкур муһаҗирларниң кәчмишлири арқилиқ оттуриға қоюлған.

Хәвәрдә мәлум бир муһаҗирниң дадисиниң 10 йил түрмидә йетип чиққанлиқи, өзиниң қисқа вақит ичидә икки қетим қамақта ятқанлиқи, сақчиларниң назарити вә аваричиликидин бир күнму халий болалмиғанлиқи тилға елинған. Хәвәрдә йәнә, мәлум бир муһаҗирниң өз юртидин малайшияға 3 айда йетип кәлгәнлики, түркийәгә келиш үчүн йәнә бир йилдин артуқ күткәнлики, бу җәрянда бирқанчә сәпәрдишиниң йол үстидә һаятидин айрилғанлиқи баян қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.