Уйғур дияридики енергийә саһәсигә селинидиған мәбләғ ашурулиду
2017.04.02
Уйғур аптоном райони даирилири бу йил уйғур дияриниң енергийә саһәсигә салидиған мәбләғниң нисбитини өткән йилдикигә қариғанда зор дәриҗидә ашурған.
Мәлум болушичә, йеқинда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 2017-йиллиқ бир мәбләғ селиш хизмәт лайиһәсини елан қилип, бу йил ичидә уйғур райониниң асаслиқи көмүрчилик, от електир енергийәси, йеңи типтики енергийә, көмүр химийә санаити, нефит вә тәбиий газ саһәси һәм башқа түрләргә 181 милярд сом мәбләғ салидиғанлиқини елан қилған.
“шинҗаң енергийә тори”дики бу һәқтики хәвәрдин ашкарилинишичә, бу йилқи мәзкур көп түрлүк енергийә саһәсигә селинидиған мәбләғ өткән йилдикидин 20 милярд 300 милйон йүән ашурулған икән.
Уйғур район даирилири уйғур дияриниң хитайниң зор енергийә базиси, болупму көмүр, нефит вә тәбиий газ җәһәттә алдинқи қатардики базиси икәнликини көрситип, буниңдин кейин йәнә от електир, су електир вә шамал күчи електир истансилири қурулушлири һәм көмүр химийә санаити қатарлиқларниму күчәйтидиғанлиқини билдүргән.
Мәлум болушичә, хитай йәнә уйғур дияридики тәбиий газ, нефит һәм көмүр ишләпчиқириш саһәсигә селинидиған мәбләғни ашурған болуп, “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш”, “ғәрбниң нефитини шәрққә йөткәш”пилани бойичә уйғур дияридин елинидиған тәбий газ, нефит вә көмүр қатарлиқларниң ичкири хитайға йөткәш миқдарини давамлиқ ашурмақта икән. Әмма, уйғур көзәткүчиләрниң ейтишичә, уйғур райониниң җәнубидики тарим вадиси хитайниң әң муһим тәбиий газ вә нефит базиси болсиму, бирақ бу йәрләрдики уйғурлар әң кәмбәғәл аһалилар қатарида саналмақта.