Хитай уйғур елидә йеңи енергийә қурулуш түрлирини давамлиқ кеңәйтмәктә
2023.10.27
Хитайниң уйғур елидә нефит, тәбиий газ, електр енергийә вә йеңи материяллар қурулуш түрлирини давамлиқ кеңәйтипла қалмай, йеңи енергийә қурулуш түрлириниму давамлиқ кеңәйтиватқанлиқи мәлум болмақта. Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, хитайниң “дөләтлик енергийә мәбләғ селиш гуруһи чәклик ширкити” ниң уйғур районида мәбләғ салған икки йеңи енергийәқурулуш түри 24-өктәбир күни бирла вақитта иш башлиған. Бу қурулушларниң бири, үрүмчидики 600 миң киловатлиқ қуяш енергийәйоруқлуқ батарейиси қурулуш түрини вә қумулдики бир милйон киловатлиқ қуяш енергийәйоруқлуқ батарейиси қурулуш түрини өз ичигә алидикән.
2016-Йили хитайниң уйғур сияситидә һәл қилғуч өзгириш йүз берип, милйонлиған уйғур вә башқа түркий милләтләр лагер вә түрмиләргә қамилиш, шуниңдәк мәҗбури әмгәккә йоллинишқа башлиған. Шундақла уйғур райони омумйүзлүк хитайлаштурулуш билән бир вақитта, мәзкур район йәнә хитайниң енергийә базисиға айландурулушқа башлиған иди. “шинҗаң гезити” ниң 27-өктәбир бәргән хәвиридин мәлум болушичә, үрүмчидики 600 миң киловатлиқ қуяш енергийә фотоволт (нур волт) қурулуш түри үрүмчи мидоң райониниң шималиға җайлашқан болуп, бу җай қурбан тоңғут чөллүкиниң җәнубий гирвикигә тоғра келидикән.
Қумулдики бир милйон киловатлиқ қуяш енергийә йоруқлуқ батарейиси қурулушиниң үрүмчи мидоң районидики қурулуш билән қошна икәнлики билдүрүлмәктә. Даириләр үрүмчи мидоң районидики йеңи енергийә қурулушиға 7 милярд 400 милйон йүән мәбләғ селинғанлиқи, 105 миң мо көләмдики бу қурулушниң йилиға 2 милярд 850 милйон киловат ток чиқиридиғанлиқини ейтқан. Даириләрниң қәйт қилишичә, қумулдики бир милйон киловатлиқ қуяш енергийә йоруқлуқ батарейиси қурулуши йилиға икки йерим милярд киловат ток чиқиридиған болуп, бу линийә “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш ток йоли” ниң бир қисми болған қумул-җеңҗе 800 киловолтлуқ юқири бесимлиқ ток йәткүзүш линийәсигә улинидикән. Йеқинда даириләр бу йил уйғур райони “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш линийәси” арқилиқ хитай өлкилиригә җәмий 103 милярд 900 милйон киловат ток йәткүзгәнликини билдүргән.