Бостондики уйғурлар вә тибәтләр NBA чолпини әнәс кантәрниң мусабиқисигә қатнишип миннәтдарлиқини билдүргән

Мухбиримиз ирадә
2021.10.28

Американиң бостон шәһиридики бир қисим уйғурлар вә уйғур давасини қоллиғучи америкалиқлар “бостон келитлиқлар” командисиниң васкитбол чолпини әнәс кантәрниң мусабиқисигә қатнишип, униңға миннәтдарлиқини ипадилиди.

26-Өктәбир күни NBA чолпини әнәс кантәрниң командиси билән вашингтон визардс командисиниң мусабиқиси өткүзүлгән болуп, мусабиқә нәқ мәйданида уйғурлар вә уйғурларни қоллайдиған америкалиқлар қоллирида “әнәс кантәргә рәһмәт” дегән хәтләрни вә ай-юлтузлуқ көк байрақни көтүрүшүп, униңға мәдәт бәргән.

Әнәс кантәрниң мусабиқисида униңға мәдәт бәргили барғанлар арисида тибәтләрму бар болуп, уларму әнәс кантәрниң тибәтләр үчүн көрсәткән җасаритигә рәһмитини билдүргән.

Алдинқи һәптә әнәс кантәр хитайниң тибәтләргә йүргүзиватқан зулумлирини тәнқидләп, бир син филими тарқитип зор ғулғула қозғиған. Арқидинла у йәнә уйғурлар һәққидә син филимини тарқитип, хитайни уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини дәрһал тохтитишиқа чақирған. Әнәс кантәр мәзкур син филимидә йәнә мусулман дөләтлири рәһбәрлирини хитайдин алидиған сода мәнпәәтини көзләп өз диндашлири болған уйғурларға йүргүзүливатқан зулумларға сүкүт қиливатқанлиқини қаттиқ әйиблигән иди.

25-Өктәбир күни әнәс кантәр йеңи син филимини тарқитип, найки ширкитиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә шерик болуватқанлиқини тәнқид қилған вә уни бу һәрикитини аяқлаштурушқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.