Хитай хоңкоң һәққидики “әнгилийә-хитай ахбарати” ниң инавәтсиз икәнликини елан қилди

Мухбиримиз әркин
2017.06.30

Хитай һөкүмити 1984‏-йили имзаланған хоңкоңни хитайға өткүзүп бериш һәққидики “әнгилийә-хитай қошма ахбарати” ниң инавәтсиз икәнликини җакарлиди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лу каң җүмә күни мухбирларға тәкитләп, “әнгилийә-хитай қошма ахбарати бир тарихий һөҗҗәт. Униң һечқандақ әмәлий әһмийити йоқ. Мәркизи һөкүмәтниң хоңкоңни идарә қилишида униң һечқандақ зорлаш күчи қалмиди” дегән. Лу каң бу сөзни хитай рәиси ши җинпиң хоңкоңға йетип барған көни қилған.


Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, ши җинпиң хоңкоңда “бир дөләт икки хил түзүм” ни қоғдайдиғанлиқини билдүрүп, бу түзүм “пүтүн дуня” ниң етирап қилишиға еришкәнликини тәкитлигән болсиму, бирақ лу каңниң сөзи, бейҗиңниң хоңкоңға бәргән вәдисидә сәмимий икәнликигә гуман пәйда қилған. Ши җинпиң хитайниң хоңкоңни қайтурувалғанлиқиниң 20 йиллиқи мунасивити билән мәзкур аптоном районни зиярәт қилған.

1984‏-Йили, хитай баш министири җав зеяң билән әнглийә баш министири маргарет тачер имзалиған “әнглийә -хитай қошма ахбарати” да хитай һөкүмити хоңкоңниң ички ишлириға арилашмаслиққа, униң һазирқи системисини 50 йилғичә өзгәртмәсликкә вәдә бәргән иди. Ройтерсниң хәвәр қилишичә, әнглийә һөкүмити җүмә күни лу каңниң сөзигә инкас қайтуруп, “әнгилийә-хитай қошма ахбарати” ниң һазирға қәдәр қануни күчкә игә икәнликини билдүргән. Әнглийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси, “у, б д т да тизимға алдурулған қануний зорлаш күчигә игә шәртнамә. У давамлиқ күчкә игә. Әнглийә һөкүмити униңға қол қойған бир тәрәп болуш сүпитидә униң иҗра қилинишини йеқиндин көзитиду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.