Әнглийә соти уйғур тәшкилатиниң “шинҗаң пахта” мәһсулатлирини чәкләш әрзини рәт қилған
2023.01.20
Әнглийә сот мәһкимиси 20-январ дуня уйғур қурултийи билән әнглийәдики “йәршари қанун һәрикити тори” ниң бирлишип әнглийә һөкүмити үстидин сунған “шинҗаң пахта” мәһсулатлирини чәкләш әрзидә һөкүмәтни йоллуқ, дәп һөкүм чиқарған. Бу икки тәшкилат өткән йили әнглийә сотиға әрз қилип, әнглийә ички ишлар министирлиқи вә дөләтлик җинайи ишлар идарисини “шәрқий түркистанда уйғурларни қуллар әмгикигә селип ишләпчиқирилған пахта мәһсулатлирини чәклимәй” әнглийәниң мунасивәтлик қанунлириға хилаплиқ қилиш билән әйиблигән. Сот мәһкимиси бу әрзни қобул қилғаниди.
Дуня уйғур қурултийиниң билдүрүшичә, сот мәһкимиси әнглийә даирилириниң бу хил мәһсулатларни тәкшүрүш вә чәкләш һоқуқи болсиму, лекин даириләргә пайдилиқ һөкүм чиқарған. Мәзкур тәшкилат 20-январ елан қилған бу һәқтики баянатида:“сотниң әнглийә һөкүмитиниң аталмиш <йетәрлик ойлиниш> тоғрисидики позитсийәсини қобул қилишидин қаттиқ үмидсизләнгәнлики” ни билдүргән. Баянатта көрситилишичә, бу қарар “импорт қилғучиларниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини базар баһасида сетивалсила, улар бу малларниң вәһшийлик җинайитиниң мәһсули икәнликини билип турған тәқдирдиму, һечқандақ җазаға учримаслиқидәк көрүнәрлик вәзийәтни шәкилләндүридикән”.
Баянатта йәнә :“һөкүмәтниң позитсийәси британийә бирләшмә падишаһлиқини хәлқаралиқ зитлиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт һәм ирқий қирғинчилиқниң мәһсули болған малларни импорт қилғучиларниң бихәтәр панагаһиға айландуруп қойиду” дейилгән.
Баянатта ейтилишичә, дуня уйғур қурултийи билән йәршари қанун һәрикити тори сотниң һөкүмигә наразилиқ әрзи сунушни ойлишидикән. Баянатта, йәршари қанун һәрикити тори вә дуня уйғур қурултийиниң хитай даирилири тәрипидин түркий хәлқләргә қарита садир қилиниватқан қәбиһ вәһший җинайәтләрни хәлқаралиқ җавабкарлиққа тартишни давамлиқ илгири сүридиғанлиқии билдүрүлгән.