Әнглийә һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики баянатиға 27 дөләт аваз қошти

Мухбиримиз әзиз
2020.06.30

30-Июн күни әнглийә һөкүмитиниң дуня сода тәшкилати вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) дики баш әлчиси җулян брайсвейт 27 дөләткә вакалитән тәйярлап чиққан бирләшмә баянатини елан қилип, хитай һөкүмитиниң хоңкоң вә уйғурлар мәсилисидики мәйданини кәскин тәнқидлиди.

Әнглийә һөкүмитиниң тор бетидә елан қилинған бу баянатта баш әлчи җулян өзиниң уйғур дияридики зор көләмлик тутқун, назарәт вә чәклимиләрдин әндишә қиливатқанлиқини, уйғурларға қаритилған бу тәдбирләрни көздин кәчүрүп чиқиш үчүн б д т кишилик һоқуқ алий кеңишигә уйғурлар дияриға бериш рухсити бериш лазимлиқини алаһидә тәкитлигән.

Баянатта йәнә хитай һөкүмитиниң хоңкоңлуқларниң пикри елинмиған әһвалда “хоңкоң хәвпсизлик қануни” ни мақуллиши “хоңкоңниң йүксәк аптономийәлик орнини, шундақла ‛бир дөләттә икки хил түзүм болуш‚ни вәйран қилғанлиқ” дәп көрситилгән.

Б д т кишилик һоқуқ алий кеңишигә әвәтилгән бу баянатта уйғур дияри вә хоңкоңдики кишилик һоқуқларниң аяқ-асти қилиниши ихчам вә меғизлиқ баян қилинған. Бу бирләшмә баянатқа әнглийә, австралийә, канада, германийә, японийә, йеңи зеландийә вә шиветсийә қатарлиқ 27 дөләт имза қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.