Әнглийәдә зиярәттә болидиған әркин туниязни сотқа тартиш тәләп қилинди
2023.02.09
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайитидә биваситә рол ойниғанлиқи үчүн америка һөкүмити тәрипидин җаза тәдбири қоюлған уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт рәиси әркин туниязниң әнглийәгә зиярәткә келидиғанлиқи зор инкас қозғиди. Адвокатлар болса уни сотқа тартиш үчүн баш тәптишкә тәләплирини әвәткән.
“муһапизәтчи” (Guardian) гезитиниң хәвәр қилишичә, әнглийә ташқи ишлар министирлиқи 8-феврал чаршәнбә күни уйғур районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин туняз башчилиқидики хитай һәйитиниң әнглийәгә келип юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири билән көрүшидиғанлиқини елан қилған.
Бу хәвәр әнглийәдики бир қисим парламент әзалирини һәм шундақла лагер шаһитлирини қаттиқ нарази қилған. Әнглийәдә туридиған вә илгири “уйғур сот коллегийәси” дә гуваһлиқ бәргән қазақ лагер шаһитлиридин ербақит отарбайниң адвокати майкил полак (Michael Polak) болса ирқий қирғинчилиқта рол алған әркин туниязни сотқа тартиш үчүн әнглийә баш тәптишигә рәсмий тәләп әвәткән.
Полак мундақ дегән: “зиянкәшликкә учриғучи болған ербақит отарбай һазир әнглийәдә болғанлиқи үчүн у әркин туниязни сотқа беришкә һоқуқлуқ. Әлвәттә әркин туниязму әнглийәдә адил сотлиниш вә әйибләшни рәт қилиш һоқуқиға игә”.
Әркин туниязниң 12-феврал йәкшәнбә күни әнглийәгә йетип келидиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән. “хитай мәсилилири бойичә парламентлар ара һәмкарлиқи” (Ipac) дики парламент әзалири һәм шундақла уйғур паалийәтчилири болса бундақ бир шәхсни әнглийә һөкүмәт әмәлдарлириниң күтүвелиши вә униң билән сөһбәтлишиши “артуқчә вә қобул қилғили болмайдиған бир иш” дегән. Шундақла һөкүмәтни бу бимәнә қарари үчүн уйғурлардин кәчүрүм сорашқа чақирған.
Әнглийә ташқи ишлар министирлиқи болса бу һәқтә елан қилған баянатида мәсилиләрни һәл қилиш үчүн чоқум алақини сақлап қелишниң зөрүрлүкини тәкитлигән вә: “биз бу пурсәттин пайдилинип, хитай һөкүмитидин уйғурларға қиливатқан муамилисини өзгәртиши керәкликини, әнглийә вә дуняниң уйғур елидә йолға қоюлуватқан сиясәтләрни көзитип туридиғанлиқимизни биваситә һалда оттуриға қойимиз” дегән.
Әнглийә парламенти 2021-йили хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан зиянкәшликини “ирқий қирғинчилиқ” дәп қобул қилған.