Америка-вийетнам мунасивәтлириниң юмшиши хитайға баш ағриқи болидикән
2016.05.29
Мулаһизиләргә қариғанда, америкиниң вийетнам билән болған мунасивәтлирини юмшитиши хитайни баш ағриқиға муптила қилидикән.
Дүшәнбә күни вийетнамда һөкүмәт зияритидә болған америка президенти барак обама вийетнамға қаритилған қорал - ярағ ембаргосини бикар қилғанлиқини җакарлиған.
Обама вийетнам президенти тран дайчуаң билән өткүзгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинда мундақ дегән: “бир әвлад илгири дүшмән идуқ, һазир бир достимиз.”
У йәнә вийетнамға қаритилған қорал - ярақ ембаргосини бикар қилиш қарариниң хитай вә башқа әндишиләр түпәйли елинмиғанлиқини, бәлки униң вийетнам билән болған мунасивәтлирини толуқ әслигә кәлтүрүш җәряниниң бир қисми икәнликини алаһидә тәкитлигән иди.
Һалбуки, америкиниң мәзкур қарари хитайға қисқа вә узун мәзгиллик истратегийәлик баш қетмчилиқи тепип беридикән.
Ройтерста бу һәқтә берилгән бир мулаһизигә қариғанда, һәрбий мәшғулат нуқтисидин елип ейтқанда вийетнам америкидин алидиған радар, сәзгүч, разведка айропилани, учқучисиз айропиланлири вейтнамниң хитай қошунлирини көзитиш вә нишанға елиш иқтидарини өстүрридикән. Хитай бу реаллиққа йүзлинишкә мәҗбур икән.
Хәвәрдә көрситишчә, узун муддәтлик истратегийә нуқтисидин вийетнам обаманиң һәрбий истратегийәсини асияға мәркәзләштүрүшүш истратегийәсидики ачқучлуқ дөләткә айлинидикән.
Мулаһизидә бир һәрбий әмәлдариниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә йәнә, америка бу арқилиқ әзәлдин көзләп келиватқан вийетнамниң җәнубий деңиздики кәм ран бай базисини ишлитиш арзусиға еришәлиши мумкин икән.
Америкиниң вийетнамға қаритилған қорал ярақ ембаргосини әмәлдин қалдуруш қаарари хитай җәнубий деңизда земин игиләш қәдими тезләткән, сүний аралларни ясап, һәрбий әслиһәләрни орунлаштуруватқан мәзгилгә тоғра кәлди.