Хаңҗуда өткүзүлүш алдида турған 20 дөләт гуруһи башлиқлири йиғини хитай тәрәпни тәшвишкә салмақтикән

Мухбиримиз қутлан
2016.08.29

Мәлум болушичә, хаңҗуда өткүзүлүш алдида турған 20 дөләт гуруһи башлиқлири йиғини һарписида хитай һөкүмитиниң әндишилири көпәймәктикән.

Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, өткән һәптиниң ахири хитай тәрәп хаңҗуда өткүзүлидиған 20 дөләт гуруһи башлиқлири йиғинидин пайдилинип, башқиларға өзиниң йәр шаридики дәриҗидин ташқири чоң дөләтлик орнини етирап қилдурушни үмид қилған.

Бейҗиңдики чәтәл дипломатлириниң ройтерс агентлиқиға билдүрүшичә, хитай йәнә бу пурсәттә өзиниң җәнубий деңиз маҗираси билән сода муһапизәт пилани мәсилисидә башқиларға “гепини өткүзәләйдиған” имтиязға еришишни үмид қилған икән.

Һалбуки, хаңҗудики учришиш йеқинлашқансери хитайниң бу һәқтә соққан дипломатик чотлиридин йочуқ ечилип, ғәрб әллириниң позитсийисидин барғансери тәшвишләнмәктикән.

Бейҗиңдики мәркизий партийә мәктипиниң “өгиниш” гезитиниң обзорчиси 8 - айниң оттурилири бу һәқтә обзор мақалиси елан қилип, “америка тәшәббус қиливатқан тинч окян һалқиған истратегийилик шериклик әһдинамиси әмәлийәттә җуңгониң қәд көтүрүшини чәткә қақиду шундақла җуңгониң дуня сәһнисидики һәқ қилғуч пикир һоқуқини инкар қилиду,” дәйду.

Мәзкур обзорчи мақалисидә йәнә “улар йәр шарини идарә қилиш һоқуқини монопул қиливелишни ойлайду. Аталмиш "муқәддәс иттипақ" бәрпа қилип, дуняниң йеңи сиясий тәртипини қайта бәлгиләшни, җуңгони бу йеңи тәртиптин сиқип чиқиришни мәқсәт қилиду,” дәп язиду.

Көзәткүчиләр, гәрчә хитай өзини америкидин қалсила дунядики 2 - номурлуқ зор күч дәп қарисиму, әмма һазирға қәдәр өзидә бу һөкүмни җәзимләштүрәләйдиған ишәнчиниң техи турғузулмиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.