2024-Йиллиқ G-7 дөләтлири башлиқлар йиғини италийәдә башланған
2024.06.13
2024-Йиллиқ “санаәтләшкән йәттә дөләт башлиқлири йиғини”, йәни G-7 дөләтлири башлиқлар йиғини италийәниң апулия районида башланған.
Мәзкур йиғин, русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ уруши давам қиливатқан һәмдә йәнә хитай билән америка оттурисидики соғуқчилиқ күчийиватқан бир мәзгилдә ечилған.
BBC Ниң хәвәр қилишичә, 13-июн күни башланған бу йиғинға америка, канада, германийә, фирансийә, италийә, әнглийә вә японийә қатарлиқ 7 дөләтниң башлиқлири һәмдә явропа кеңиши билән явропа комитетиниң башлиқлириму қатнашқан.
Хәвәрләрдин қариғанда, 13-июн күнидин 15-июн күнигичә 3 күн давам қилидиған бу йиғин җәрянида G-7 дөләтләр рәһбәрлири килимат өзгириши, африқаниң тәрәққияти, исраилийә-пәләстин мәсилисини асас қилған оттура шәрқ мәсилиси, русийә-украина уруши, көчмәнләр мәсилиси, асия-тинч окян вә иқтисадий бихәтәрлик мәсилиси, сүний әқил вә енергийә қатарлиқ дуня күнтәртипигә мунасивәтлик мәсилиләрдә сөзлишидиғанлиқи мәлум.
“әл-җәзирә” телевизийәсиниң хәвиридин қариғанда, йиғин җәрянидики муһим темиларниң бири хитай болуп, американиң ғәрбтики иттипақдашлириға хитайниң төкмә қилип сетиштин ибарәт начар сода услубиға ортақ тақабил туруш мәсилисидә бесим ишлитидиғанлиқи мөлчәрләнмәктикән. Бу қетимлиқ йиғинда йәнә, G-7 вә явропа иттипақи дөләтлири украинаға 50 милярд доллар қәрз пул бериш тоғрисида келишим елан қилған.
Мәлум болушичә, G-7 дөләтлири башлиқлар йиғининиң саһибхана дөлити болған италийә бу нөвәтлик йиғинға йәнә, украина, һиндистан, биразилийә, аргентина, түркийә, әрәб бирләшмә хәлипилики, иорданийә, кенийә, алҗирийә, тунис вә мавританийә қатарлиқ дөләтләр рәһбәрлирини һәмдә йәнә папа фирансис қатарлиқларниму тәклип қилған.