G7 Дөләт ташқий ишлар министирлири: “биз шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин давамлиқ әндишә қилмақтимиз!”

Мухбиримиз әркин
2023.04.18

Санаәтләшкән 7 дөләт гуруһи ташқий ишлар министирлириниң японийәдә өткүзүлгән йиғини 18-април күни қошма ахбарат елан қилип, уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин давамлиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Бу дунядики әң тәрәққий тапқан 7 демократтик дөләт рәһбәрлириниң өткән йили өткүзүлгән башлиқлар йиғинидин бери, бу гуруһниң уйғурлар мәсилисини йәнә бир қетим қайта тилға елишидур. Санаәтләшкән 7 дөләт башлиқлириниң өткән йили 6-айдики йиғинида елан қилған ортақ ахбаратида, “шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк мәсилиси бизниң чоң әндишимиздур” дейилгән иди.

7 Дөләт ташқий ишлар министирлириниң японийәдики 3 күнлүк йиғини 18-април ахирлашқан. Йиғинниң қошма ахбаратида украина уруши, һинди-тинч окян райониниң хәвпсизлики, хитай мәсилиси, шималий корийә, афғанистан, иран, оттура асия җумһурийәтлириниң игилик һоқуқи вә иқтисадий бихәтәрликни өз ичигә алған 24 нуқтилиқ мәсилә тилға елинған. Қошма ахбаратта мундақ дейилгән: “биз хитай һөкүмитигә шинҗаң вә тибәтни өз ичигә алған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә хорлаш қилмишлириға даир доклатлардин давамлиқ әндишә қилидиғанлиқимизни билдүримиз. Биз хоңкоңниң аптономийә һоқуқи вә әркинликиниң давамлиқ бузғунчилиққа учришиға болған әндишимизни йәнә бир қетим тәкитләймиз, шундақла хитайни ‛хитай-әнгилийә қошма ахбарати‚ вә хоңкоңниң йәрлик қанунини өз ичигә ичигә алған хәлқаралиқ вәдә һәм қануний мәҗбурийәтлири бойичә һәрикәт қилишқа чақиримиз.”

Қошма ахбаратта йәнә хитайни б д т низамнамисиниң мәқсити вә принсипиға әмәл қилип, тәһдид, зорлаш, қорқутуш яки қорал ишлитиштин йирақ турушқа үндәйдиғанлиқи, шәрқий деңиз вә җәнубий деңизниң вәзийитидин җиддий әндишә қилидиғанлиқи тәкитләнгән. Доклатта “биз мәвҗут һаләтни қорал күчи яки зорлуқ билән өзгәртиш йолидики һәрқандақ урунушқа қарши туримиз. Хитайниң җәнубий деңизда һәқ тәләп қилишиниң һечқандақ қануний асаси йоқ. Биз хитайниң райондики һәрбийләштүрүш һәрикәтлиригә қарши турумиз” дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.