Германийә парламенти “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси парламенттин уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишини тәләп қилған
2023.09.06
Германийәниң әркин демократлар партийәсидин болған парламент әзаси, германийә парламентида йеңидин қурулған “уйғур достлуқ гурупписи” ниң рәиси петер һайдт (Peter Heidt) , германийә парламентиниң келәр йили уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишини үмид қилған. Петер һайдт 5-сентәбир күни германийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” қурулуп, униң рәисликини үстигә елишиниң арқисидинла германийәниң “франкфурт хәвәрлири” (Franfurter Allgemeine) гезитиниң зияритини қобул қилип, германийә парламентиниң келәр йили уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилишини үмид қилидиғанлиқини ейтқан.
Нөвәттә явропа иттипақидики фирансийә, белгийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлири уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилған яки хитайниң уйғурларға қарита инсанийәткә қарши җинайәт садир қилғанлиқини қобул қилған болсиму, лекин һазирға қәдәр германийә парламентидин һечқандақ сада чиқмиған иди.
Хәвәрдә көрситилишичә, петер һайдт йәнә “хитайниң шинҗаңдики лагерларни чоқум тақиши керәклики” ни ейтқан. Петер һайдт мундақ дегән: “кишилик һоқуқ комитетида биз уйғурларниң вәзийитини узақтин буян бир тәрәп қилип келиватимиз. Өткән йили мән комитетниң тәйвән вә японийәни зиярәт қилиш өмикигә башчилиқ қилдим. Биз у йәрдә хитайдин қечип чиққан уйғурлар билән көрүштуқ. Кейинрәк йешиллар вә сотсиял демократлар партийәсидики хизмәтдашлирим билән парламент гурупписи қуруш ойимиз күчәйди. Униңдин сирт, биз федератсийә һөкүмити болуш сүпитимиз билән хитай истратегийәсидә кишилик һоқуқни тилға еливатимиз. Мениңчә, буниңдин кейин үлгә болуш яхши иш. Биз хитай һөкүмитиниң бизни әхмәқ қилишиға йол қоймаймиз. Биз бу темида давамлиқ ишләймиз.”
9-Айниң 5-күни германийә парламенттики сотсиял демократлар партийәси, хиристиян демократлар иттипақи, әркин демократлар партийәсиниң парламент әзалири бирлишип, германийә парламентида “уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулғанлиқини җакарлиған. Петер һайдтниң билдүрүшичә, нөвәттә “германийәдики нурғун кишиләр шинҗаңда йүз бериватқан ишларни яхши билмәйдикән” . У йәнә “буни айдиңлаштурушниң интайин муһим” икәнликини билдүрүп, “биз хитайдики уйғурлар вәзийитиниң нәқәдәр әндишә қиларлиқ икәнликини айдиңлаштурмақчи һәмдә бу темини қайта-қайта парламентта оттуриға қоймақчи” дегән.