Германийә ташқи ишлар министири хитай билән болған тоқунуш хәвпи күчийиватқанлиқини агаһландурған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.29

Германийә ташқи ишлар министири аналина баербок (Annalena Baerbock) 28-сентәбир күни германийә парламентида өткүзүлгән бир қетимлиқ “хитай истратегийәси” ни муназирә қилиш йиғинида сөз қилип, хитай билән тоқунуш йүз бериш хәвпиниң күчийиватқанлиқини агаһландурған. Аналина баербокниң көрситишичә, нөвәттә хитай тәдриҗий һалда системилиқ бир рәқибкә айланмақта икән. “германийә долқунлири” радийосиниң хәвәр қилишичә, аналина баербок мундақ дегән: “хитай һәм һәмкарлиқ шерики һәм риқабәтлишиш рәқиби болсиму, лекин һәммидин ямини у тәдриҗий һалда бир системилиқ рәқибкә айланмақта. Биз буниңға һәргиз сәл қаримаслиқимиз, болупму бу хил өзгиришкә техиму көз юммаслиқимиз керәк” дегән.

Аналина баербокниң көрситишичә, хитайда йеқиндин бери дуняни зилзилигә салидиған ишлар йүз бәргән. Хитай ташқий ишлар министири билән дөләт мудапиә министири вәзиписидин қалдурулған яки көздин ғайиб қилинған. У йәнә мундақ дегән: “бу дөләт еғир өй-мүлүк киризисигә петип қалди. яшлардики ишсизлиқ күнсери күчәйди” . Аналина баербокниң ейтишичә, бир тәрәптин, америка-хитай арисидики өзара йеқинлишиш дуняни бир аз тәсәлли тапқузған болсиму, лекин йәнә бир тәрәптин, хитай һөкүмитиниң бәшшар әсәдни қоллиши, талибанлар билән дипломатик мунасивәт орнитиши биарам қилмақта икән.

У, хитайниң йеқинда елан қилған дөләт хәритисидә пүткүл җәнубий деңиз хитайниң игилик һоқуқлуқ территорийә даирисигә киргүзүвелинғанлиқи, буниң “башқа дөләтләр билән болған земин тоқунушини әвҗ алдурғанлиқи” ни ейтқан.

Германийә һөкүмити бу йил 7-айда өзиниң “хитай истратегийәси” ни елан қилғанда, дуня уйғур қурултийи униң хитай билән болған мунасивитини “қайта шәрһлигәнлики” ни қарши алидиғанлиқи, униңда уйғурларға қаритилған “еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики” тилға елинған болсиму, лекин униң қилмишини тәнқидләшниң “көрүнәрлик юмшитилғанлиқи” ни әйиблигән иди. “германийә долқунлири” ниң билдүрүшичә, аналина баербок 28-сентәбир парламентта германийә һөкүмити оттуриға қойған “хитай истратегийәси” ниң хитай билән болған мунасивәтни мукәммәл билән рамка билән тәминлигәнликини ейтқан. Германийәниң йеңи хитай истратегийәсидә хитай “системилиқ рәқиб” дәп көрситилгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.