Германийә һөкүмити хитай билән болған мунасивәттә һушяр болушқа чақирилди
2022.10.20
“яху хәвәр тори” ниң 20-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, германийә ташқий ишлар министири анналена байрбок (Annalena Baerbock) германийәниң хитай билән болған мунасивити һәққидә сөз қилип: “биз әмди русийә билән болған алақимиздә көрүлгән сәвәнликниң хитай билән болған алақимизда қайта көрүлүшидин қәтий сақлинишимиз лазим” дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, русийә һөкүмити украинаға таҗавузчилиқ уруши қозғаштин бурунла бир қисим сиясийонлар явропаниң, җүмлидин германийәниң енергийә байлиқида русийәгә тайинип қелишиниң бәкму хәтәрлик икәнликини әскәрткән. Әмма германийә һөкүмити бу ишларға қулақ салмиғанлиқтин, русийә-украина уруши башланғандин кейин германийә һөкүмити бирдинла “енергийә киризиси” ға петип қалған. У мушу әһвалларни әскәртип, германийәниң иқтисадий җәһәттә хитайға тайинип қелишиниң йәнә бир қетим германийәни зор бир киризискә патуруп қоюшидин һушяр болушни әскәрткән.
Мәлум болушичә, нөвәттики шулиз (Scholz) һөкүмити хитай билән болған алақида наһайити еһтиятчан болуватқан болуп, германийәниң бу хил мәвқәси техиму көп явропа дөләтлиригә тәсир қиливатқанлиқи мәлум.