5 - Феврал ғулҗа вәқәсиниң 18 йиллиқ хатирә күнидә хитай һөкүмити һәқиқәтни етирап қилишқа чақирилди

Мухбиримиз ирадә
2015.02.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp


Уйғур америка бирләшмиси 5 - феврал ғулҗа вәқәсиниң 18 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитини шу күни уйғур намайишчилар үстидин дөләт зораванлиқи йүргүзгәнликини етирап қилишқа чақирди.

Улар шундақла ханериқ, сериқбуя, елишқу вә алақаға вәқәлиридиму хитай һөкүмитиниң һәддидин зиядә күч қоллинип, дөләт зораванлиқи йүргүзгәнлики вә сахта һикайиләр арқилиқ өзиниң бу зораванлиқини қанунлуқ көрситишкә урунуватқанлиқини әскәртти.

Уйғур америка бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәнди ғулҗа вәқәсидә нурғун яшларниң өлгәнлики вә ғайиб болғанлиқини әскәртип туруп, ғулҗа вәқәси хитай һөкүмитиниң уйғур елидики һакимийити үстидики бир қара дағ. Һөкүмәт вәқәгә аит һәқиқәтләрни ашкарилмай туруп, муқимлиқ яриталмайду, деди. У шундақла хәлқара җамаәтни хитай һөкүмитини буниң җавабини беришкә қисташқа чақирди.

1997 - Йили 5 - феврал күни хитай һөкүмити толуқ қоралланған армийисини ишқа селип туруп қоралсиз аммини қаттиқ бастурған вә көплигән уйғур яшлириниң җиниға замин болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.