Канада, голландийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар “ғулҗа вәқәси” ниң 22 йиллиқи мунасивити билән намайиш қилди

Мухбиримиз әркин
2019.02.06

Канада, голландийәдики уйғурлар 5- вә 6‏-феврал күнлири канаданиң бирқанчә шәһиридә вә голландийә пайтәхти амистердамда “ғулҗа вәқәси” ниң 22 йиллиқ мунасивити билән намайиш өткүзүп, йиғивелиш лагерлирини тақаш, из-дерәксиз йоқалған уйғурларниң ақивитини сораш, парламент вә һөкүмәтләрниң уйғур мәсилисигә җиддий қаришини тәләп қилди.

Канададики намайиш 5‏-феврал күни торонто, ванковер вә монтериал шәһәрлиридә өткүзүлгән. Торонтодики намайишта тәхминән бирәр йүздәк уйғур мәзкур шәһәрниң дондас мәйданиға йиғилип, лагерларни тақаш, тутқунларни қоюп бериш, уйғурларға қарита елип бериливатқан “етник тазилаш” ни тохтитишқа даир шоарларни товлиған вә тәшвиқат вәрәқилирини тарқитип, канада пуқралирини ярдәмгә чақирған.

“канада шәрқий түркистан җәмийити” ниң рәиси туйғун абдувәли 6‏-феврал мухбиримизға әскәртип, “бу намайиш канада парламентиниң уйғур мәсилисигә арилишишиға түрткә болушини үмид қилди” деди.

Голландийәдики уйғурлар 6‏-феврал күни голландийә парламенти алдида намайиш қилип, голландийә парламенти вә һөкүмитиниң уйғур районида ғайиб болған аилә әзалириниң из-дерикини қилишни тәләп қилған. Тәхминән 70 дәк адәм қатнашқан мәзкур намайишни голландийәдики “шәрқий түркистан тәшкилатлар мунбири” тәшкиллигән.

Намайиш йетәкчилириниң бири, “нида ахбарат тори” ниң рәһбири абдусалам әпәндиниң радийомизға билдүрүшичә, намайиш җәрянида голландийә христиан демократлар партийәсиниң парламент әзаси мартен әпәнди чиқип улар билән көрүшкән.

Голландийәдики уйғурлар өткән йили голландийә даирилиригә уйғур районида ғайиб болған 254 нәпәр аилә әзасиниң тизимликини тапшуруп, парламент вә һөкүмәттин уларниң из-дерикини қилишни тәләп қилған иди.

Абдусаламниң билдүрүшичә, мартен әпәнди намайишчиларға мәлумат берип, өзлириниң бу тоғрисида хитай билән икки қетим учрашқанлиқи, лекин һечқандақ җаваб алалмиғанлиқини билдүргән. У, лагерларниң интайин зор мәсилә икәнлики, шуңа бу мәсилини явропа иттипақи билән биргә һәл қилидиғанлиқи, шундақла голландийәдики уйғурларниң мәдәнийити вә ана тилини сақлап қелишиға ярдәм беридиғанлиқини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.