Гуаңдуң өлкиси террорлуққа қарши җиддий һаләткә өткән
Уйғурларниң хитайға қарши намайиш вә башқа қаршилиқ һәрикәтлири күчәйгән мәзгилдә, хитайниң гуаңдуң өлкиси террорлуққа қарши җиддий һаләткә өткән.
“җәнубий хитай сәһәр почтиси” ниң 10 - июл хәвәр қилишичә, мәзкур хәвәрни бу иштин толуқ хәвәрдар икки киши ашкарилиған.
Гезиткә учур йәткүзгүчи гуаңдуң өлкисиниң бу хил җиддий һаләткә өтишигә гуаңдуңниң террорлуқ һуҗумиға учрайдиғанлиқға аит йип учи сәвәб болғанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә гуаңдуң өлкисиниң бу хил җиддий һаләткә өтүшигә йәнә уйғур елидә болуватқан тоқунушлар вә уйғурларниң аталмиш “ирақ шам дөлити” тәвәсидә тәрбийилиниватқанлиқиға аит хәвәрләрму сәвәб болғанлиқи көрситилгән.
Даириләр бу хил җиддий һаләтни бир һәптә илгирила йолға қойған икән.
Хитай һөкүмити 109 нәпәр уйғур мусапирини хитайға мәҗбурий елип кәткәндин кейин, бу дуня характерлик нәпрәт қозғиған. Түркийәдики уйғур вә түркләр 8 - вә 9 - июл намайиш қилип, түркийәдики тайланд әлчиханисиға бесип киргән вә хитай әлчиханисиға һуҗум қилған.
Буниң билән тайланд түркийәдики әлчиханисини вақитлиқ тақиған.
Илгири хитай һөкүмити түркийәгә саяһәт қилидиған пуқралириға бихәтәрлик агаһландуруши әвәткән иди.