Силовакийә гуәнтанамо түрмисидики ахирқи 3 уйғурни қобул қилди

Мухбиримиз әркин
2013.12.31

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, гуәнтанамода қелип қалған ахирқи 3 уйғур қоюп берилип силовакийәгә йолға селинған.

Дөләт мудапиә министирлиқи баянатчиси җон кирби баянатида, бу йөткәш вә орунлаштуруш бизниң гуәнтанамо тутқунлар лагерини тақаш йолидики муһим бурулуш нуқтилиримизниң бири, дәп көрситип, лагерда 2001‏-йили афғанистанда әсир елинған уйғур тутқунлардин һечқандақ киши қалмиғанлиқини елан қилди.

Америка һөкүмити афғанистанда әсир елинған 22 нәпәр уйғурниң “хата вақитта, хата йәрдә туруп қалғанлиқи” ни илгири сүрүп, уларниң террорчи әмәсликини елан қилған болсиму, бирақ ахирқи түркүм уйғурларни башқа дөләткә орунлаштуруп болушқа 10 йилдин артуқ вақит кәтти.

“вашингтон почтиси гезити” ниң ашкарилишичә, йүсүп аббас, сәйдулла халиқ, һаҗи әкбәр абдулғопур силовакийәгә берип орунлишишни өз ихтиярлиқи билән қобул қилған. Баянатчи җон кирби, силовакийәниң “инсанпәрвәрлик көрситип”, бу уйғурларни қобул қилғанлиқиға миннәтдарлиқини билдүрди.

Америка илгири бир қисим уйғурларни оттура америкидики салвадор вә тинч окяндики палавға орунлаштурған. Бирақ салвадордики уйғурларниң һәммиси, палавдики уйғурларниң мутләқ көп қисми башқа дөләткә кетип орунлашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.