Палата әзаси дик дурбин гүлшән аббас мәсилисини йәнә бир қетим тәкитлиди
2024.07.26
Америка кеңәш палатасиниң әзаси дик дурбин (Dick Durbin) 25-июл күни X тә учур йоллап, пенсийәгә чиққан дохтур гүлшән аббасқа 20 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнликини “толиму вәһшийлик вә бимәнилик” дәп көрсәткән.
Униң көрситишичә, хитай һөкүмитиниң бу қилмиши гүлшән аббасниң америка тәвәликидики сиңлиси рошән аббасниң уйғур давасида актип рол ойнишидин өч елиш һәрикити һесаблиниду. Шундақ болғанлиқи үчүн у өзи биваситә һалда “кеңәш палатаси тәқсимат комитети” да тонуштурған “хитай әмәлдарлириға виза чәклимисини йолға қоюш қанун маддиси” ниң толуқ аваз билән мақулланғанлиқини әскәртип, “гүлшән аббасни тутқун қилишқа иштирак қилған хитай әмәлдарлириға бу мадда тәтбиқлиниши лазим” дегән.
Кеңәш палата әзаси дик дурбнниң бу учури йолланғандин кейин хитайниң “50 сент” лири тездин қайтурма һуҗумға өткән. Шундақла муһаҗирәттики уйғурларниң һөрлүкини тәшәббуси қилғучи уйғурларни “шәрқий түркистанчи уйғурлар” дәп атап, “шәрқий түркистанчи уйғурлар хитайдики уйғурлардин әмәс. Улар әнәниви уйғур мәдәнийитигә әгәшмәйду” дегән. Шуниңдәк хитайниң “шинҗаң һәққидики һекайиләрни яхши ейтиш” тәшвиқатидики “шадиманлиқ ичидә нахша ейтип уссул ойнаватқан уйғурлар” ни көрситип “мана булар һәқиқий уйғурлар” дегән.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң бу хилдики тәшвиқат уруши йеқинқи мәзгилләрдә әвҗ еливатқан болуп, уйғурлар буниңдики муһим нишанлардин болуп кәлмәктә.