Гумада партлап өлгән сақчи башлиқи ғәйрәт мамут хитай бойичә “хәлқ қәһримани” дәп бекитилгән

Мухбиримиз ирадә
2019.09.19

2016 Йили 9-айда гумада йүз бәргән бир бомба партлаш вәқәсидә партлап өлгән, әйни чағдики гума наһийәлик сақчи идарисиниң муавин башлиқи ғәйрәт мамут хитай бойичә тунҗи қетим тарқитилған “дөләт шәрипи” мукапатиға еришип, “хәлқ қәһримани” намиға еришкән.

Тәңритағ ториниң хәвиридә ейтилишичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң җуңхуа хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини тәбрикләш, хитайниң қурулуши вә тәрәққиятиға көрүнәрлик төһпә қошқан төһпикар нәмуничи шәхсләрни тәқдирләш үчүн тунҗи қетим “дөләт ордини” вә “дөләт шәрипи” мукапати тарқатқан.

Бу һәқтики хәвәрдә ғәйрәт мамутниң гума наһийәсидики бир “а” дәриҗилик қачқунни қоғлаватқанда өзини партлитиш характерлик һуҗумға учрап “қәһриманларчә қурбан болғанлиқи” қәйт қилинған.

Һалбуки, радийомиз әйни чағда гумада йүз бәргән бу партлаш вәқәсини йәрлик сақчи органлиридин игилигән учурлар асасида наһайити тәпсилий хәвәр қилған. Радийомиз игилигән учурларда мәзкур вәқәниң гуманиң көктерәк йеза 23-кәнтидә йүз бәргәнлики, шу күни ғәйрәт мамутниң идаридики бир хитай сақчи ишқа кәлмигәнлики үчүн аилә тәкшүрүшигә чиққанлиқи вә туюқсиз байқалған бир гуманлиқ вәқәни тәкшүрүш үчүн бир өйниң гәмисигә чүшкәндә бомба партлап кетип нәқ мәйданда өлгәнлики ашкариланған иди.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин елшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохтилип, ғәйрәт мамутниңму әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң райондики сиясәтлириниң қурбани икәнликини тәкитлиди.

Диққәт қозғайдиғини, ғәйрәт мамут йәнә хитай бойичә “әң гүзәл күрәш қилғучилар” намлиқ мукапатқиму намзат көрситилгән. Пүтүн хитай бойичә 278 шәхс намзат көрситилгән бу мукапатқа уйғур елидин 10 киши намзат көрситилгән. Уларниң ичидики 3 нәпири уйғур болуп, улар партлап өлгән сақчи ғәйрәт мамут, уйғур балилирини хитай тили вә мәдәнийити бойичә тәрбийәлигән қурбан нияз вә 1950-йилларда мав зедуң билән икки қетим көрүшкән қурбан тулумдин ибарәт икән.

Елшат һәсән әпәндиниң қаришичә, юқириқи медалларға хитай тәтқиқатчилар, пән-техника хадимлири билән бир қатарда хитай һөкүмити тәрипидин сиясий тәшвиқат материяли болуватқан уйғурларниң таллиниши диққәт қозғайдиған селиштурма икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.