Уйғур елиниң һава булғиниши еғир болмақта

Мухбиримиз ирадә
2016.02.25

Уйғур дияриниң көп қисим шәһәрлиридә уда 14 күн еғир дәриҗидә һава булғиниш әһвали көрүлгән.

Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, һава булғиниши еғир болған җайлар асаслиқ турпан, корла, ақсу, атуш, қәшқәр, хотән, үрүмчи, шихәнзә, отункоза, санҗи қатарлиқ җайларни өз ичигә алидикән. Буниң ичидә уйғур дияриниң җәнубиниң булғиниш дәриҗиси алаһидә юқири болған.

25 ‏-Феврал күни әтигәндин башлап корла шәһириму еғир чаң-тозанлиқ һава билән қапланған болуп, бу хил әһвал ай ахириғичә давам қилидикән. Тәңритағ тори бу һәқтики хәвиридә, аптоном районлуқ метеорологийә истансисиниң хадими ду шинйиңниң сөзини нәқил қилип туруп, чаң-тозанлиқ һаваниң сәвәбини соғуқ һава еқимиға бағлап чүшәндүргән. Әмма чәтәлләрдики көзәткүчиләр йеқинқи йиллардин башлап көрүлүватқан бу хил һадисиниң, уйғур елидики кан байлиқлирини вә су мәнбәлирини қалаймиқан ечиш, яйлақларни қалаймиқан ишлитилишкә охшаш амилларға мунасивәтлик икәнликини билдүрмәктә.

Хитайниң килимати, һава булғиниши һәққидиму тәтқиқатлар елип бериватқан миами университетиниң җуғрапийә пәнлири профессори станлей топс әпәнди илгири радиомизға қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң “ғәрбниң газини шәрққә йөткәш, ғәрбниң токини шәрққә йөткәш” дегәндәк истратегийилик қурулушлириниң уйғур районидики булғинишниң тез болушидики сәвәбләрниң бири, дәп көрсәткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.