Австралийә билән һиндистан хитай тәһдитигә қарши заманиви һәрбий қоралларни сетивалмақчи икән

Мухбиримиз җәвлан
2023.03.17

Хитай рәиси ши җинпиң йеқинда хитай армийәсини “полат истиһкам” қилип қуруп чиқидиғанлиқини җакарлап, һәрбий һазирлиқларни техиму күчәйтидиғанлиқи һәққидә шәпә бәрди. Әтраптики дөләтләр хитайниң барғансери күчийиватқан һәрбий тәһдитини хели бурунла әйибләп келиватқан болуп, бәзи дөләтләр буниңға қарши тәдбир елишқа башлиған.

“америка бирләшмә агентлиқи” ниң 16-март күнидики хәвиригә қариғанда, австралийә америкадин 220 данә “уруш палтиси” намлиқ башқурулидиған бомба сетивалмақчи болған, америка ташқи ишлар министирлики буни тәстиқлиған. Австралийә тәрәпниң билдүрүшичә, йеңи типтики ядролуқ су асти кемиси бу башқурулидиған бомбиларни қоюп берәләйдикән.

Японийәму алдинқи айда хитай тәһдитигә қарши армийәсини күчәйтидиғанлиқи, америкадин 400 данә “уруш палтиси” намлиқ башқурулидиған бомба сетивелип, 2026-йилғичә уларни һәрбий нуқтиларға орунлаштуридиғанлиқини җакарлиғаникән.

3-Айниң 16-күни, “ройтерс агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, һиндистан өз армийәсини техиму күчәйтиш үчүн 8 милярд 500 милйон долларлиқ һәрбий әслиһә вә қорал-ярақ сетивалмақчи болған, буниң ичидә ракеталиқ бомба, тик учар айропилан, топ-зәмбирәк, урушқа керәклик електронлуқ система қатарлиқлар бар икән.

Һиндистанниң бундақ қилишидики сәвәб йәнила хитай болуп, һиндистан һазир өзини хитай билән пакистанниң қоршавиға чүшүп қалғандәк һес қилған; йәнә келип, һиндистан билән хитай һималая тағлирини бойлиған чегра районлирида изчил сүркилишип яки тоқунушуп кәлмәктикән. Һиндистан совет дәвридин қалған һәрбий әслиһәлирини заманивилаштуруш арқилиқ хитайға тақабил турушниң зөрүрлүкини тонуп йәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.