Шинҗаң һәрбий райони қомандани вәзиписидин елип ташланди
2013.11.07
Хитай армийисиниң уйғур елида турушлуқ қисимлири қомандани генерал пең юң вәзиписидин елип ташлинип, униң орниға генерал лю лей вәзипигә тәйинләнди.
28-Өктәбир тйәнәмендики вәқә болуп 5 күндин кейин, шинҗаң һәрбий райониниң қомандани генерал пең юң уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий һәйәт әзаси вә әзасилиқ салаһийитидин қалдурулған иди. Арқидин йәнә, генерал пең юңниң шинҗаң һәрбий райониниң қомданданлиқ вәзиписидин елип ташланғанлиқи рәсмий елан қилинди.
Пиң юңниң вәзиписидин елип ташлинишиға ениқ сәвәб көрситилмигән болсиму, әмма униң 28-өктәбир тйәнәнмендә йүз бәргән вәқәгә бағлинишлиқ икәнлики пәрәз қилинмақта.
Фирансийә агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, 28-өктәбирдики осман һәсән башлиқ бир аилә уйғур тәрипидин елип берилған вәқәниң хитай һөкүмитиниң бихәтәрлик аппаратлирини қаттиқ номуста қойғанлиқини әскәртип, хитай мәркизи һөкүмитиниң вәқә сәвәблик пең юңни җазалап, уни вәзиписидин елип ташлиғанлиқини билдүргән.