Хитайниң һиндистан чеграсидики йәр намлирини хитайчиға өзгәртиши қаршилиққа дуч кәлди

Мухбиримиз әзиз
2023.04.04

Ройтерс агентлиқиниң 4-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, йеқинда хитай һөкүмити һиндистан-хитай чегрисидики талаш-тартишта туриватқан район тәвәсидики бир қисим йәр намлирини хитайчиға өзгәрткән болуп, хитайниң хәлқ ишлар министирлиқи бу һәқтә мәхсус уқтуруш тарқатқан. Уқтурушта хитай һөкүмити 11 орунниң намини “өлчәмләштүрүш” үчүн хитайчә нам билән аташни башлиған болуп, шу қатарда талаш-тартиштики аруначал прадеш (Arunachal Pradesh) районини “заңнән” (йәни “җәнубий тибәт” ) дәп ативалған. Шуниң билән биргә 90 миң кувадират километирлиқ бу районни хитай һөкүмити “қәдимдин тартип бизниң територийәмиз болуп кәлгән” дәп җакарлиған.

“әл-җәзирә” ниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, һиндистан ташқий ишлар министирлиқи буниңға кәскин рәддийә берип, хитай һөкүмитини әйиблигән. Улар бу һәқтә сөз қилип, “биз хитай һөкүмитиниң бу һәқтики уқтурушини көрдуқ. Бу уларниң тунҗи қетимлиқ иши әмәс. Аруначал прадеш райони тарихтин буян һәм кәлгүсидә һиндистанниң айрилмас бир тәркибий қисми. Хитайниң өз алдиға исим қоювелиши билән бу реаллиқ өзгирип қалмайду” дегән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң бу хилдики “нам қоюш” һәркити 2017-йилила башланған болуп, шу вақитта илгири-кейин болуп 21 орунниң намини хитайчиға өзгәрткән. Уларниң бу хилдики нам өзгәртиш қилмиши шәрқий-шималдики русийә билән чегралинидиған бир қисим җайлардиму көрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.