Һиндистан гезити хитайниң тибәттин уйғур райониға су башлаш қурулушини тохтатмиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2018.04.13

Һиндистанниң бир тор гезити җүмә күни хитайниң тибәттин уйғур аптоном райониниң тарим ойманлиқиға су башлап, мәзкур районни 2‏-хитайға айландуруш пиланиниң тохтап қалмиғанлиқини билдүрди.

“һиндистанниң “авангарт” намлиқ тор гезитидә елан қилинған бир мақалида ашкарилишичә, хитайниң бир мутәхәссисләр гурупписи мәзкур пилан үстидә давамлиқ баш қатурмақта икән.

Хоңкоңдики “җәнубий хитай әтигәнлик почта гезити” бу йилниң башлирида хитайниң бир тәтқиқат орниниң ярлузаңбу дәрясини боғуп, униң бир қисим сүйини тонел арқилиқ тарим ойманлиқиға башлаш қурулуши лайиһәсини синақ қиливатқанлиқини хәвәр қилған. Лекин хитай һөкүмити бу хәвәргә дәрһал инкас билдүрүп, өзлириниң бундақ бир пиланиниң барлиқини инкар қилған иди.

Бирақ “авангарт тори” дики мақалида көрситилишичә, сабиқ хитай су ишлар министири ваң шучең 2006‏-йили һиндистан тәрәпкә ярлузаңбу дәрясини боғуп су башлашниң “зөрүрийити, мумкинчилики вә илмийлиқи йоқ” дәп вәдә бәргән болсиму, лекин бу хитай мутәхәссислириниң бу қурулушқа болған қизиқишини һечқачан тосуп қалалмиған.

Мақалида мутәхәссисләр гурупписиниң башлиқи, хитай қурулуш академийәсиниң академики ваң хавниң бу йил 29‏-март күни “җәнуб һәптилик гезити” билән өткүзгән сөһбити нәқил кәлтүрүлүп, униң бу пиланни базарға селиватқан хитай тәтқиқатчилириниң бири икәнликини билдүргән.

Мақалида қәйт қилишичә, “шинҗаң малийә-иқтисад университети” ниң профессори рен чүнло бу қурулушни қоллаватқан йәнә бир хитай мутәхәссиси икән.

Мақалида униң “әгәр бу қурулуш әмәлгә ашса, бу районда йәнә бир хитай пәйда болиду,” дегән сөзи нәқил кәлтүрүлгән.

Мақалида йәнә хитай тәтқиқатчилириниң тибәт игилики вә уйғур районида һөл йеғинни көпәйтиш үчүн ғәлитә синақларни елип бериватқанлиқи, уларниң тибәт вә уйғур районидики бәзи тағларға ғайәт зор чоңлуқтики мәшләрни қоюп, көмүр қалаш арқилиқ ямғур яғдурушни синақ қилғанлиқи, лекин буниң әтраптики районларға көрситидиған тәсирини әсла һесабқа алмиғанлиқи билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.