Хитайниң икки йүзлимичилики һиндистан таратқусида муһим тема болған
2022.06.14
Йеқинда һиндистан хәлқ партийәсиниң икки әзаси пәйғәмбәр муһәммәд әләйһиссалам һәққидә болмиғур гәп қилип, мусулманлар дунясиниң ғәзипини қозғиғандин кейин, хитай һөкүмити бирдинла оттуриға чүшүп мусулманларни яқлайдиғанлиқини, бу ишни чоқум яхши һәл қилиш керәкликини билдүргән.
Бир яндин уйғур мусулманлириға қәбиһ зулум селип, бир яндин мусулманлар дунясиға яхшичақ болуп келиватқан хитайниң икки йүзлимичилики “һиндистан вақти” гезитиниң торида видийолуқ көрситилгән.
Бу видийода уйғурларға қәбиһ зулум селиватқан туруқлуқ “ортақ мәвҗутлуқ” тәшвиқатини қиливатқан хитайниң һиндистандики “пәйғәмбәргә һақарәт қилиш” мәсилисигә арилишип қалғанлиқи, шинҗаңдики мусулманларни бастуруватқан туруқлуқ һиндистанға дәрс бәрмәкчи болғанлиқи әйбләнгән.
Бу видийода йәнә хитай ташқий ишлар миниситирликиниң баянатчиси ваң венбиңниң: “хитай һәр хил мәдәнийәт вә динларни һөрмәт қилиду” дегән сөзи нәқил кәлтүрүлүп, уйғур мусулманлириға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитайниң һиндистанға тәрбийә қилиш салаһийитиниң йоқлуқи илгири сүрүлгән.
Мәлум болушичә, мусулманлар дуняси һиндистандики бу вәқәдин қозғилип кәткән болуп, бу һәқтики җиддий инкаслар вә ғәзәблик садалар мусулман дөләтлиридики иҗтимаий таратқуларни қаплиған. Бу әһвал мусулманлар дунясиниң уйғур ирқий қирғинчилиқидәк заманимиздики бу зор паҗиәгә қарита сүкүттә турғанлиқи билән рошән селиштурма пәйда қилған. Хитай болса мусулманлар дунясидики бу зиддийәтлик ейтимдин устилиқ билән пайдиллинип, ичкий җәһәттә өз тәвәликидики уйғурларни асас қилған мусулманларни шәпқәтсизлик билән бастурса, сиртқа қарита мусулманлар дунясиға яхшичақ болуп көрүнүштәк “икки йүзлимичилик” тактикисини давамлаштуруп кәлгән.