Һиндистан-хитай чегра маҗирасида хитай тәрәпниң бәл қойғанлиқи илгири сүрүлмәктә
2017.08.30
Бүгүн америкидики әң нопузлуқ гезитләрниң бири болған “вашингтон почтиси” да “хитай-һиндистан һәрбий сүркилишидә ким алди билән бәл қоювәтти?” сәрләвһәлик мақалә елан қилинди.
Мақалидә мундақ дейилгән: “һәптиләрдин буян хитай ташқи ишлар министирлиқи һиндистанни әйибләп, йеңи деһлиниң талаш-тартиш йүз бәргән райондин шәртсиз қошун чекиндүрүшини қайта-қайта тәләп қилди. Хитай бу җәрянда: ‛бизни аҗиз чағлима, әгәр лазим тепилса һәрбий һәрикәт қоллинимиз‚ деди. Һалбуки, бу сүркилишниң нәтиҗиси дүшәнбә күни аян болди. Бәл қоювәткини йеңи деһли әмәс, бәлки бейҗиң болди.”
Хәвәрдә дейилишичә, һәр икки тәрәп талаш-тартиш йүз бәргән нуқтидин әскәр чекиндүргән. Һиндистан һәрбий тәрәпниң таратқуларға билдүрүшичә, һиндистан әскәр чекиндүргән вақитта хитайму мәзкур районда йол қурулуши қилиш үчүн елип кәлгән топа иттириш машинилирини чекиндүрүп кәткән.
Хәвәрдә тәкитлинишичә, мәсилиниң тинч йол билән бир тәрәп қилинишида һиндистан ташқи ишлар министирлиқи сунған бир тәклип, йәни “принсиплиқ мәйдан” лайиһәси бу қетимлиқ тартишмида қобул қилинған. Униңда йол ясаш қурулушиниң бутан билән хитай оттурисидики чегра келишимигә хилап қилмиш икәнлики әскәртилгән икән.
Қизиқарлиқи шуки, һиндистан-хитай чегра сүркилиши тинч йол билән тинчиғандин кейин, һәр икки тәрәп таратқуларға хәвәр берип, өзиниң ғәлибә қилғанлиқини бәс-бәстә тәшвиқ қилған.
Хитай тәрәп өзиниң дөләт ахбаратлирида: “бу, җуңгониң асия дипломатийәсидә қолға кәлтүргән чоң бир ғәлибиси” дәп давраң қиливатқан бир мәзгилдә, хитайдики тор кезәрлири қаттиқ мәйүслинип, мундақ дәп язған: “һиндистанниң әскәр чекиндүргәнлики бир пакит, әмма биз тәрәпниң бәзи қанунлуқ һоқуқлардин ваз кечип, йол ясаш қурулушини тохтитиши немидин дерәк бериду?”