Һиндистан вә хитай армийәлири бир-бирини оқ чиқарғанлиқта әйиблиди

Мухбиримиз әзиз
2020.09.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Йеқинқи мәзгилләрдә изчил давалғуш ичидә туруватқан һиндистан-хитай чегра вәзийитидә 8-сентәбир күни йеңи тоқунуш болғанлиқи һәққидә хәвәрләр оттуриға чиқти. “америка хәвәрлири” ториниң 8-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, шу күни һиндистан-хитай чеграсиниң ладах бөликидә агаһландуруш оқлири етилған.

Бирләшмә агентлиқниң 8-сентәбирдә бейҗиңдин бәргән хәвиридә хитай чегра қисимлириниң һиндистан армийәсини қанунсиз чегра сизиқидин өткәнликтә әйиблигәнлики һәмдә агаһландуруш оқи атқанлиқи ейтилиду. Әмма һиндистан армийәси бу хәвәрни инкар қилған һәмдә хитай қисимлириниң постта туруватқан һиндистан әскирини тутмақчи болғанлиқини, өзлириниң буниңға қарита агаһландуруш оқи атқанлиқини тәкитлигән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җав лиҗйән “һиндистан армийәси аввал оқ чиқарған. Бу 1975-йилидин буян икки тәрәп чеграсида тунҗи қетим оқ етилиш вәқәси” дегән. Әмма һиндистан армийәсиниң баянатчиси, полковник аман ананд буни инкар қилған һәмдә “хитай армийәси қәстән ивғагәрлик қилип бизниң чишимизға тегиватиду” дегән.

Һазирчә икки тәрәп оттурисида йүз бәргән бу қетимқи оқ чиқириш вәқәсидә өлгән яки яриланғанларниң барлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат йоқ. Әмма икки тәрәп оттурисидики мунасивәт барғансери җиддийлишиватқан болуп, һиндистан һөкүмити тик-ток қатарлиқ көплигән хитай әплирини мәни қилғандин буян бу хил җиддийлик барғансери ашмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.