Хитайниң өктәмлики һиндистанни ғәрбкә техиму йеқинлаштурған

Мухбиримиз җәвлан
2022.10.05

Һиндистан билән бир мәһәл тоқунушқан хитай бу йилдин башлап һиндистанға йеқинлишиш койида “җәңги-җедәлни түгитип, һәмкарлиқни күчәйтиш” шоари астида дипломатик паалийәтләрни елип барған болсиму, һиндистан йәнила ғәрбкә йеқинлишиш йолини таллиған.

“ташқи сиясәт” журнилиниң бу һәқтә елан қилған мақалисидә тәһлил қилинишичә, һиндистан билән хитайниң чегра тоқунуши 1950-йилларниң ахиридин башланған, чүнки хитай 1951-йил һиндистанниң һималая районидики чеграсини қошувалған.

Хитай таратқулириниң илгири сүрүшичә, 2020-йил 6-айда хитай чегра мудапийә әскәрлири һиндистан чегра қоғдаш әскәрлиригә оқ чиқарған, бу тоқунушта 20 һиндистан әскири, 4 хитай әскири өлгән. Униңдин кейин хитай һиндистан билән мунасивитини яхшилашқа тиришқан. 2022 Йил 3-айда хитай ташқий ишлар минситири ваң йи һиндистанни зиярәт қилип, чегра тоқунушини түгитиш, сода һәмкарлиқини күчәйтишни тәшәббус қилған. 9-Айда хитай тәрәп һиндистан әмәлдарлири билән келишим түзүп, ладах районидики бир қисим чегра бөликидин чекинидиған болған.

Хитайниң 2020-йили қилған һуҗуми һиндистанни чөчүтүп, хитайниң чеградики һәрикитигә сәгәк болушқа башлиған, шуниңдин кейин һиндистанниң хитайға қаратқан сияситидә зор бурулуш һасил болған; хитайниң һәр қанчә йеқинчилиқ көрситишигә қаримай, уни “хәтәрлик риқабәтчи” сүпитидә көрүшкә башлиған. Хитай һиндистан тәрәп билән көрүшкәндә “чегра тоқунуши” ни тилға алмаслиқни тәкитлигән болсиму, һиндистан бу мәсилини қайрип қоюшқа болмайдиғанлиқини билдүргән, йәнә келип икки дөләтниң чегра қисимлиридики һәрбий әслиһә қурулуши риқабити һелиһәм давам қилмақта икән.

Хитайға болған ишәнмәслик һиндистанни ғәрбкә маһил қилған. Улар әмди хитайниң әрзан маллириға йөлинип қалмаслиқ, иқтисад, сода вә һәрбий җәһәттә һинди-тинч окян районидики иттипақдшлири болған америка, австралийә, японийә, франсийә, әнгилийә қатарлиқ дөләтләр билән һәмкарлишиш йолиға маңған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.