Һиндистан ташқи ишлар министири чегра мәсилисини сөһбәтлишиш үчүн хитайға бариду

Мухбиримиз ирадә
2013.04.25

Һиндистан ташқи ишлар министирлиқи бүгүн һиндистан ташқи ишлар министири салман хуршидниң чегра мәсилиси үстидә сөһбәт өткүзүш үчүн хитайға баридиғанлиқини билдүрди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, салман хуршидниң бу зиярити хитай әскәрлириниң һиндистан чегрисиға тәвә җайға кириши билән мунасивәтлик икән.

4 - Айниң 15 - күни тәхминән 50 нәпәр хитай әскири һиндистанниң әмәлий контрол сизиқидин һалқип, һиндистан земинида чедир тикип турғандин кейин, һиндистан мәтбуатлири хитайни һиндистан земиниға таҗавуз қилди, дәп хәвәр қилған. Һиндистан чегра мудапиә сақчилириму дәрһал шу орунға берип у йәрдә һәр еһтималға қарши тәйярлиқ қилип, чедир тиккән иди.

Һиндистан ташиқи ишлар министири бүгүн бәргән баянатида вәқәни бивастә тилға алмиған. Әмма у икки тәрәпниң ортақ мәнпәәтлири барлиқини, шуңа чегра кризисини сөһбәт арқилиқ һәл қилип кетәләйдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән. У йәнә, хитай баш министири ли кечияңниң 5 - айда һиндистанға келидиғанлиқиниму дәлиллигән.

Аруначал - парадаш штати вә кәшмирниң ақсайчин райони һиндистан - хитай арисидики чегра ихтилапиниң муһим түгүни болуп, бу йәрдики чегра ихтилапи 1962 - йили икки дөләт арисида һәрбий тоқунуш келип чиқишиға сәвәб болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.