Һиндистан хитайниң үч мухбириниң визисини узартип бәрмиди
Мухбиримиз үмидвар
2016.07.24
2016.07.24
Һиндистан хитайниң шинхуа агентлиқиниң үч мухбириниң визисини узартип беришни рәт қилип,уларниң мөһләт тошқан һаман чегиридин чиқип кетишини бәлгилигән.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, визиси узартилмиған мәзкур үч кишиниң бири шинхуа агентлиқиниң йеңи деһлидики ишханисиниң башлиқи вә бомбайда турушлуқ башқа икки мухбири икән.Һиндистан тәрәп буларниң визисиниң узартилмаслиқ сәвәбини чүшәндүрмгән.
Әмма уларниң арисида бир кишиниң һиндистанда турған вақти 7 йилдин ешип кәткән. Бу үч мухбирниң визисиниң узартилмаслиқи һәққидә һәр хил қияслар оттуриға чиққан.
Һиндистандики бир гезитиниң йезишичә, бу үч киши илгири һиндистандики тибәтләр яшайдиған шәһәргә берип, тибәтләр билән учрашқанлиқи үчүн һиндистан һөкүмитиниң наразилиқини қозғиған икән.