Хоңкоңда йәнә намайиш йүз бәрди

Мухбиримиз үмидвар
2015.02.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp


Йәкшәнбә күни хоңкоңда йәнә бир қетимлиқ кәң көләмдә демократик тәләп намайиши өткүзүлди.

Әнглийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, намайиш тәшкиллигүчилири намайишқа 13миң адәм қатнашқанлиқини билдүрди, бирақ сақчи тәрәп әмәлийәттә 6 миңдин 8 миңғичә адәм қатнашқанлиқини көрсәтти. Әслидә намайиш тәшкиллигүчилири қатнишидиған адәм саниниң 50 миңға йетиши мумкинликини пәрәз қилған иди, әмма намайишчилар сани мөлчәрлигәнгә йәтмигән.

Ройтерсниң хәвәр қилишичә, намайишчиларға тақабил туруш вә тәртип сақлаш үчүн 2 миңдин артуқ сақчи аҗритилған.

Намайишни тәшкиллигүчи асаслиқ тәшкилат, хоңкоң демократийә кишилик, һоқуқ бирлик сепи болуп, улар :“бизгә сахта демократийә керәк әмәс, бизгә аммиви сайлам керәк” дегән шоарни товлиған.

Бу қетим намайишчилар сериқ рәңлик күнлүк көтүргән болуп, улар хоңкоң алаһидә район башлиқи ляң җенйүни “тәхттин чүш”, дәп шоар товлиған.

Әмма, намайиш тәшкиллигүчилири өзлириниң игиләш паалийити қилмайдиғанлиқини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.