“турпаншунаслиқ тәтқиқати” дики баш образниң хуаң венбиға мәркәзләштүрүлүши диққәт қозғимақта
2023.08.22
Хитай һөкүмитиниң уйғур диярдики ирқий қирғинчилиқни йошуруш урунушлириниң бири йеқинда турпан районини чөридигән һалда оттуриға чиқишқа башлиди. 21-Авғустта турпандики “үзүм байрими” зор тәнтәнә билән тәшвиқ қилинип, буниң уйғур дияридики “бәхтияр һаят” ниң бир картиниси икәнлики гәвдиләндүрүлди. Шуниң билән биргә шу күнниң өзидә турпанда чақирилған, хитайдин вә чәт әлләрдин кәлгән 140 нәччә мутәхәссис қатнашқан “6-нөвәтлик турпаншунаслиқ хәлқара илмий муһакимә йиғини” да хитай археологийәсидики намдар шәхсләрдин хуаң венби турпандин топлиған хитайчә вәсиқиләр топлимини тарқатқан.
“хитай хәвәрлири тори” ниң 21-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, хуаң венби 1927-йили турпанда нәқ мәйдан тәкшүрүши җәрянида бир қисим хитайчә йезиқтики вәсиқиләрни топлиған. Бу вәсиқиләр болса бүгүнки күндә ғәрбий юрт тарихини шәрһләштә зор қиммәткә игә, дәп хуласә чиқирилған. Әмма хәвәрдә әйни вақитта хуаң венбиниң өз вақтидики даңлиқ екиспедитсийәчи сивен һедин (Sven Hedin) башлап маңған тәкшүрүш гурупписиниң бир әзаси болғанлиқи, шундақла свен һединниң сайисида турпандики тәкшүрүштә бир қисим хитайчә қәдимий һөҗҗәтләрни қолға чүшүрүвалғанлиқи һәққидә һечнәрсә дейилмигән.
“турпаншунаслиқ тәтқиқати” әмәлийәттә явропа алимлири, җүмлидин алберт грунведил (Albert Grünwedel), алберт лекок (Albert von Le Coq) ) қатарлиқ бир түркүм германийә түркологлири турпандин топлиған ғайәт зор миқдардики қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқлири, шуниңдәк түрлүк язма һөҗҗәтләрни оқуш вә йешиш асасида башланған иди. Йәнә келип турпан райони әйни вақитта буддизимниң һиндистандин шәрққә тарқилишидики бир муһим өткәл болуш билән биргә хитай тарихнамилирида “ғәрбий юрт” дәп аталған уйғур дияридики әң чоң мәдәнийәт мәркәзлириниң бири болған иди. Шуңа бу һәқтики тәтқиқатлар мәдәнийәтшунаслиқ саһәсидики бир чоң тема болуш билән биргә дуня миқясида көплигән алимларни өзигә җәлп қилип кәлгән иди. Әмдиликтә хитай һөкүмитиниң бу қетимлиқ “турпаншунаслиқ хәлқара йиғини” да алайитән хуаң венбини мәркизий шәхс тәриқисидә көтүрүп чиқиши, һәммила йәрни қаплашқа башлиған “хитайчилаштуруш” шамилиниң мәдәнийәтшунаслиқ саһәсигиму йейиливатқанлиқи, дәп қариливатқанлиқи мәлум.