Һүсәйин хаққани җав лиҗийәнни “номуссизлиқ” билән әйиблиди

Мухбиримиз сада
2018.10.16

Пакистанниң америкида турушлуқ сабиқ алий дәриҗилик депломати һүсәйин хаққани хитайниң исламабадта турушлуқ баш әлчи ярдәмчиси җав лиҗийәнни “номуссизлиқ” билән әйиблигән. Бу әйибләшниң мәнбәси һүсәйинниң бир нәччә күн аввал твиттирда һәмбәһирлигән хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға тутуватқан муамилиси һәққидики мақалисигә җав лиҗийәнниң бәргән инкасидин болған.

“малийә тез хәвәрлири” гезитиниң 16-өктәбирдики мунасивәтлик хәвиридә дейилишичә, 62 яшлиқ һүсәйин хаққани нәччә күн аввал өзиниң твиттириға “лондон вақти” гезити елан қилған “хитай уйғур мусулманлирини чошқа гөши йейишкә мәҗбурлаватиду” намлиқ мақалисини һәмбәһирлигән. Җав лиҗийән бу мақалигә инкас қайтурушниң орниға хаққанини әйиблигән. У мундақ дегән: “һәқиқәтән юмурлуқ бир иш. Виҗдани вә дөләт тәвәлики йоқ бир адәм җуңгоға асассиз һуҗум қилишқа өтүпту. Бәк әпсус!”

Җав лиҗийәнниң бу хил әйиблишигә қарита хаққани дипломатик қаидә йосунни чүшәндүрүп, дипломатлар өзи мулазимәт қиливатқан дөләтниң хәлқигә вә өз дөлитигә болған вәтәнпәрвәрлик идийәсигә һуҗум қилишиға болмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Хаққани 15-өктәбир, йәни дүшәнбә күни PTI намлиқ телевизийә программисиға сөз қилип, мундақ дегән: “мән җав лиҗийәнниң хитайни вә хитайниң сиясәтлирини қоғдаштики һәқ-һоқуқини һөрмәт қилимән. Әмма униң пакистанға вәкиллик қилип туруп мениң исмимни атап әйибләш қилмиши һәқиқәтән бир ‛номуссизлиқ‚.”

У йәнә мундақ дегән: “мән пәқәт ‛лондон вақти‚ гезити елан қилған уйғурларниң чошқа гөши йейишкә мәҗбурлиниватқанлиқи һәққидики мақалини соал бәлгиси билән қошуп чиқирип қойдум. Бу хәвәр йеқиндин бери башқа нурғун гезитләрдиму елан қилинди. Җав лиҗийән мени мушу иш сәвәблик дөләт тәвәлики вә виҗдани йоқ дәп әйиблиди.”

Җав лиҗийән хаққаниниң бу сөзлиригә қарита өзиниң уни әзәлдин пакистанниң сабиқ әлчиси дәп һөрмәт қилип кәлгәнлики, буниңдин кейин ундақ қилмайдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.