Уйғур дияридики иҗтимаий пән саһәсиниң тәтқиқат нишаниға йолйоруқ берилди

Мухбиримиз әзиз
2022.06.21

Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 20-июндики хәвиридә ейтилишичә, 19-нөвәтлик “шинҗаң иҗтимаий пәнләр саһәси” ниң йиллиқ йиғини шу күни чақирилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, йиғинда “сиясий мәвқәни техиму йүксәлдүрүш” әң муһим вәзипә қатарида тилға елинған. Шуниң билән биргә иҗтимаий пән саһәсиниң тәтқиқат вә издинишләрдә “төт тонуш” (сиясий тонуш, чоң вәзийәт тонуши, ши җинпиң ядролуқи тонуши вә мәркәзлик билән бирдәклик тонуши), “төт ишәнч” (хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм йолиға болған ишәнч, нәзәрийә ишәнчи, түзүмгә болған ишәнч, мәдәнийәткә болған ишәнч) вә “иккини һимайә қилиш” (ши җинпиң ядролуқидики партийә мәркизий комитетини һимайә қилиш вә партийә мәркизий комитетиниң бир туташ рәһбәрликини һимайә қилиш) ни қәтий давамлаштуруш лазимлиқи, иҗтимаий пән саһәсиниң нөвәттики “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини изчиллаштуруш, җуңхуа кимлики қаришини мустәһкәмләш вә шинҗаңдики ислам динини хитайчилаштуруш” темилири бойичә техиму көп әсәрләрни вуҗудқа чиқириши тәкитләнгән. Шуниң билән биргә компартийәниң иҗтимаий пән саһәсигә болған мутләқ рәһбәрликини изчиллаштуруш лазимлиқи бир түрлүк сиясий вәзипә қатарида тилға елинған.

Йиғинниң әтиси, йәни 20-июн күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй мәдәнийәт-сәнәт, тарих вә археологийә саһәсидики иниститутларни көздин кәчүргән. Бу җәрянда маң шиңруйму “мәдәнийәт арқилиқ шинҗаңни суғириш” қурулушини күчәйтип, “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини изчиллаштуруш” тәлипини оттуриға қойған.

Хитай рәиси ши җинпиңни “һазирқи ‛төт тонуш‚ни ‛бәш тонуш‚қа чиқиришқа урунмақта” дәп тәнқидлигән хитай өктичи зиялийси чен покоң радийомизниң илгирики зиярәтлири җәрянида “хитай компартийәси һәрқачан иҗтимаий пәнләрни дәстәк қилиш арқилиқ кишиләрниң дуняқаришини өзлириниң мәнпәәтигә мас келидиған шәкилдә шәкилләндүрүшкә күч сәрп қилиду” дегәниди. Нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики шунчә көп зулум вә қирғинчилиқ мәлум болуватқанда иҗтимаий пән саһәси үчүн бу хил йеңи “сиясий нишан” ни бекитип бериши уйғурларниң тарихи, мәдәнийити вә башқа саһәлиригә даир техиму көп сахта әсәрләрниң вуҗудқа келишини тезлитиду, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.