Байинғолин области “икки йүзлимичиләр” вә уларниң “арқа тирәклири” ни паш қилиш һәрикити қозғиған
Байинғолин областлиқ парткомниң бирликсәп бөлүми 22-феврал уқтуруш чиқирип, кишиләрни, бөлгүнчилик идийәсидики диний затлар, “икки йүзлимичиләр” вә уларниң арқа тирәклирини паш қилишқа чақирған.
Областлиқ бирликсәп бөлүми йәнә бу хил кишиләрни паш қилидиған мәхсус телефон линийәси тәсис қилған. Көзәткүчиләр, байинғолин областлиқ бирликсәп бөлүминиң уқтурушиниң “тордин чүшүп қалған” диний затлар, диний вә миллий ишлар хизмити саһәсидики уйғур кадирларни бастурушқа қаритилғанлиқини илгири сүрмәктә.
Хитай һөкүмити 2017-йилниң башлиридин башлап уйғур районида “икки йүзлимичилик” кә қарши туруш һәрикити қозғиған. Бу һәрикәттә миңлиған уйғур кадирлири, зиялий, диний зат вә кәспий хадимлири тутқун қилинип, лагер вә түрмиләргә қамалған. Хитайниң бу һәрикити кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп әйибләнгән иди.
Байинғолин областлиқ бирликсәп бөлүминиң “қара күчләрни тазилап, қәбиһ күчләрни йоқитиш күришидики паш қилиш қанилиға даир уқтуруши” намлиқ еланида, “хәлқни өзигә тартип мәмури, әдлийә, маарип, пиланлиқ туғут хизмитигә арилашқан, асасий қатламниң диний хизмәткә кашила пәйда қилған, диний әсәбийлик идийәсини тарқатқан, алдида бир хил, арқида бир хил болған диний затлар, “икки йүзлимичиләр” вә уларниң арқа тирәклири” ни паш қилиш тәләп қилинған.
Байинғолин области бу һәрикитини хәлқарада хитайниң 800 миңдин 2 милйонғичә уйғур вә башқиларни лагер вә түрмиләргә қамап, уларни кимликидин ваз кечишкә мәҗбурлиши қаттиқ тәнқидкә учраватқан мәзгилдә башлиған. Ройтерс агентлиқиниң 22-феврал хәвәр қилишичә, хитай б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йеқинда башлинидиған пәсиллик йиғинида лагерлар мәсилиси сәвәблик қаттиқ тәнқидкә учриши мумкин икән.