Оттура асия җумһурийәтлири иккинчи дуня урушини хатирилимәктә
2017.05.07
Оттура асия җумһурийәтлири 2-дуня урушиниң ахирлашқанлиқиниң 72 йиллиқини түрлүк шәкилдә хатириләшни давамлаштурмақта. Сабиқ совет иттипақи һөкүмити 9-май күнини 2-дуня уруши мәзгилидә, гитлер германийәсиниң тәслим болған,совет иттипақиниң гитлер германийәсигә қарши уруши ғәлибә қилған күн сүпитидә хатириләп кәлгән болуп, совет иттипақи йимирилгәндин кейинки 26 йил җәрянидиму бу күн русийә билән бир қатарда бир қисим оттура асия җумһурийәтлиридә изчил хатириләнмәктә.
Бу йил 9-май күни “ғалибийәт”ниң 72 йиллиқи һесаблинидиған болуп, бу мунасивәт билән оттура асия җумһурийәтлиридә урушқа қатнашқан һаят тарихи шаһидларға хатирә буюм тарқитиш, турмуш хираҗити бериш, уруш җәрянлири вә униң паҗиәлири һәққидә әслимә вә мақалиларни елан қилиш һәм башқа паалийәтләр башланған.
Қазақистандики “уйғур авази” гезитидә болса, 1941-1945-йиллири арисида совет иттипақи вә явропа җәң мәйданлирида җәң қилип, берлинни елишқа қатнашқан вә бу қәһриманлиқи үчүн 1995-йили қазақистан һөкүмити тәрипидин “қазақистан хәлқ қәһримани”нами берилгән мөрдун тейипофни хатириләш мақалиси елан қилинди.
1941-1945-Йилидики иккинчи дуня урушиға совет оттура асиясидики уйғурларму қатнашқан болуп, бу урушта қанчилик уйғур җәңчиси өлгәнлики, һазир қанчилик адәм һаят икәнлики һәққидә ениқ мәлумат йоқ, әмма төт адәмгә совет иттипақи вә қазақистан хәлқ қәһримани дегән нам берилгән иди.
Пәрғанә учур торидики хәвәрдә көрситилишичә, һазир совет-герман урушиға қатнашқан җәңчиләрдин таҗикистанда 447, өзбекистан 1615, қазақистанда 2776,қирғизистанда 418 адәм һаят яшимақта. 1941-1945-Йиллиридики урушқа өзбекистандин бир йерим милйон адәм қатнишип, 420миң адәм өлгән, қазақистандин бир милйон 360 миң адәм қатнишип, 425 миң адәм өлгән, қирғизистандин 360 миң адәм қатнишип, 130 миңи өлгән, түркмәнистандин 90 миң адәм өлгән. Иккинчи дуня уруши пүтүн инсанийәткә еғир паҗиә елип кәлгән иди.