Америка, һиндистан, японийә, австралийә рәһбәрлири илғар техникини кишилик һоқуқ билән бағлашни қарар қилған
2021.09.20
Америка, японийә, һиндистан, австралийә қатарлиқ 4 дөләтниң рәһбири келәр һәптә вашингтонда көрүшүп, дуня өзәк тәминат зәнҗириниң бихәтәрликини қоғдаш вә юқири техникини кишилик һоқуқ билән бағлашни қарар қилидикән.
“никей асия” ториниң илгири сүрүшичә, бу 4 дөләт иттипақиниң һинди-тинч окян районида хитайға тақабил туруш даирисини кеңәйтиватқанлиқини көрситидикән. “никей асия” төт дөләт рәһбири һасил қилған ортақ баянатниң бир нусхисиға еришкән болуп, баянатта “қаттиқ детал, юмшақ детал вә мулазимәттә чидамлиқ, көп хил вә бихәтәр технологийә тәминат зәнҗири” ниң бу әлләрниң дөләт мәнпәәти үчүн интайин муһимлиқини җәзмләштүргәнлики тәкитләнгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, баянатта йәнә техника тәрәққиятиға аит ортақ принсиплар оттуриға қоюлған болуп, “техникиниң лайиһәләш, тәрәққий қилдуруш, башқуруш вә ишлитиш усулида бизниң ортақ демократик қиммәт қаришимиз вә универсал кишилик һоқуққа һөрмәт қилишимиз керәк,” дейилгән икән.
Хитай һөкүмити илгири юқири техникалиқ назарәт системиси бәрпа қилип, буни башқа дөләтләргә експорт қилишта алди билән уйғурларға синақ қилған. У уйғур елидә ғайәт зор көләмдики юқири техникалиқ назарәт системиси қуруп, демократик дөләтләрни әндишигә салған иди.
“никей асия” ториниң ейтишичә, баянатта хитайниң исми тилға елинмиған болсиму, бирақ хитайниң технологийәни хата ишлитиватқанлиқиға қарита имада болуп, “технологийәни қанунсиз өткүзүп бериш яки оғрилаш йәр шари техника тәрәққиятиниң улини бузидиған ортақ хирис” икәнлики вә буниң “һәл қилиниш керәк” лики тәкитләнгән. Президент байден келәр һәптә вашингтонда японийә баш вәзири суга, австралийә баш министири моррисон вә һиндистан баш министири модини күтүвалидикән.