Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитети илһам тохти һәққидә баянат елан қилди

Мухбиримиз әзиз
2023.01.17

14-январ күни америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC) өзлириниң тиветтер бетидә баянат елан қилип “илһам тохти шәртсиз қоюп берилсун” деди.

Баянатта илһам тохти қолға елинғанлиққа тоққуз йил болған бу күнни әсләш билән биргә униң уйғур вә башқа милләтләрниң һәқ-һоқуқи һәққидә сөз қилғанлиқи үчүнла муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинғанлиқи әскәртилди. Шундақла бу хил пикир қилишниң түрмигә лайиқ “җинайәт” әмәсликиму алаһидә тәкитләнди. Мәзкур комитетниң тор бетидә илһам тохти үчүн ечилған мәхсус бәткә илһам тохтиниң қисқичә әһвали, униң тутқун қилиниши һәмдә хәлқараниң инкаси қошумчә қилинди.

Явропа парламентиниң әзаси енгин әроғли (Engin Eroglu) шу күни өзиниң тиветтер бетидә учур йоллап явропа парламентидики хизмәтдашлири билән бирликтә “илһам тохтиға әркинлик” дегән сүрәтни көтүргән колликтип сүрәтни һәмбәһирлиди.

Илһам тохтиниң кона тонушлиридин болған хитай зиялиси сав яшө 13-январ күни “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң тор бетидә “илһам тохти билән сөһбәт” темисида обзор мақалиси елан қилди. У обзорда илһам тохти билән болған ғайибанә сөһбәт хатирисини йезиш арқилиқ униң мәктәптики һаяти, бейҗиңдики һаяти вә түрмидики һаяти тоғрисида ойлиғанлирини көпчилик билән ортақлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.