Җәвһәр илһам дадисиға вакалитән “сахароф мукапати” ни тапшуруп алди

Мухбиримиз әркин
2019.12.18
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Явропа парламенти 18‏-декабир күни мурасим өткүзүп, түрмидики атақлиқ уйғур зиялийси илһам тохтиға берилгән 2019‏-йиллиқ “сахароф кишилик һоқуқ мукапати” ни тарқитип бәрди. Мукапатни илһам тохтиниң америкадики қизи җәвһәр илһам дадисиға вакалитән тапшуруп алди. явропа парламенти бу йил 7‏-айда бу йиллиқ сахароф мукапатиниң илһам тохтиға лайиқ көрүлгәнликини җакарлиғаниди.

Мурасимда явропа парламентиниң президенти дәйвид сассоли нутуқ сөзләп: “илһам тохти өзиниң һәрикити арқилиқ уйғурларға авази болушни ишқа ашурди. . . . . . . . У уйғурлар билән хитай хәлқи оттурисида диалог вә өз ара чүшәнчә һасил қилиш үчүн 20 йил хизмәт қилди” дегән.

Җәвһәр илһам мурасимда сөзлигән нутқида, уйғурларниң нөвәттики вәзийитини хатирилитип, “бүгүн хитайда уйғурларға әркинлик йоқ. Мәктәпләрдә, җамаәт сорунлирида әркинлик йоқ болупла қалмай, өйлиридиму әркинлик йоқ. Дадам мутләқ көп уйғурларға охшаш давалинишқа, меңиси ююлушқа тегишлик кесәллик-‛зораван әсәби‚дәп бекитилди. . . . . . . Һөкүмәт әсәбийлик, дегән бу хата тәрипләшниң сайисидә бир милйон, бәлки униңдинму көп кишини җаза лагерлириға қамап, уйғурларни өзиниң дини етиқади, тили, мәдәнийитидин ваз кечишкә қистимақта, тән җазасиға учримақта вә бәзиләр өлмәктә” дәп тәкитлигән. Җәвһәр илһам йәнә кишиләрни уйғурларға ярдәмгә чақирип: “мән бу залдики һәр қайсиңларға, шундақла аңлаватқанларға шуни ейтмақчи, сиз хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқигә тутқан муамилисидә мәсилә барлиқини көрүватамсиз? әгәр сиз мәсилә барлиқини көрүватқан болсиңиз, ундақта буни һәл қилиш үчүн һәрикәт қилиң.”.

Сахароф мукапати явропа иттипақиниң әң алий кишилик һоқуқ мукапати болуп, мәзкур мукапат сабиқ совет иттипақи физика алими андрей сахарофниң намиға тәсис қилинған. Мәзкур мукапат һазирға қәдәр уйғурлар еришкән әң юқири хәлқара кишилик һоқуқ мукапати болуп һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.