Бу йиллиқ германийә “веймар кишилик һоқуқ мукапати” илһам тохтиға берилди
2017.06.30
Германийәниң бу йиллиқ “веймар кишилик һоқуқ мукапати” түрмидики атақлиқ уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиға берилгән. Германийә төрүнген радиосиниң хәвәр қилишичә, веймар шәһәрлик парламенти бу йиллиқ “веймар кишилик һоқуқ мукапати” ни илһам тохтиға лайиқ көргән. “веймар кишилик һоқуқ мукапати” веймар шәһәрлик парламент тәрипидин тәсис қилинған болуп, илһам тохтини германийә “хәтәр астидики хәлқләр җәмийити”, илһам тохтини қоллаш гурупписи қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилати вә аммиви гуруһлар намзатлиққа көрсәткән. Мәзкур мукапатниң омуми соммиси 5000 явро болуп, мукапат тарқитиш мурасими бу йил 10-декабирда өткүзүлиду.
“веймар кишилик һоқуқ мукапати” өткән йили иранлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси нәргис муһәммидигә берилгән. Мукапат униң өлүм җазасиға қарши туруш йолида көрсәткән тиришчанлиқиға вә пидакарлиқиға лайиқ көрүлгән иди.
“веймар кишилик һоқуқ мукапати” германийәдики әтиварлиқ кишилик һоқуқ мукапатлириниң бири. Мәзкур мукапат әркинлик, баравәрлик, ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш вә униңға қарши туруш, сөз вә учур әркинлики, аз санлиқ милләтләрниң сиясий, миллий, мәдәнийәт вә диний һоқуқлирини қозғаш, өлүм җазасиға қарши туруш.... Қатарлиқ саһәләрдә актип паалийәт елип барған шәхс вә гуруһларға берилип кәлгән.
Илһам тохти хитай мәркизи милләтләр университетиниң сабиқ дотсенти болуп, у хитайниң уйғур районидики қаттиқ қол сияситигә қарши турған. У, тор бекити қуруп, уйғурлар билән хитайлар оттурисидики диалогни алға сүрүшкә тиришқан болсиму, бирақ 2014-йили “бөлгүнчилик” билән қолға елинип, муддәтсиз қамақ җазасиға буйрулған иди.