Имран ханниң хитай һөкүмитиниң сияситини муһәммәд пәйғәмбәрниң йолиға тәңләштүрүши, кәскин тәнқидкә учриди
2022.03.30
Талибан һакимийитиниң әң чоң арқа тирики, дәп қариливатқан пакистанниң баш министири имран хан йеқинда исламабад шәһридә чақирилған “ислам һәмкарлиқи тәшкилати” ниң 48-нөвәтлик ташқий ишлар министирлири мәҗлисидин кейин, алаһидә сөз қилған һәмдә хитай һөкүмиитни аҗайип зоқ билән мәдһийәлигән. Һиндистанда чиқидиған “җумһурийәт гезити” ниң 27-марттики хәвиридә ейтилишичә, имран хан йиғин әһлигә зияпәт берип: “хитай һөкүмиити муһәммәд пәйғәмбәрниң тәшәббуслириға әмәл қилип өткән оттуз йил мабәйнидә 700 милйон кишини намратлиқтин қутулдурди” дегән. Әмма хитай һөкүмитиниң ислам динини “хитайчилаштуруш” намида қандақ дәпсәндә қиливатқанлиқи, уйғурларниң диний етиқадини йоқитиш үчүн уларни рамизанда чошқа гөши йейишкә мәҗбурлаватқанлиқи һәққидә бир еғизму сөз қилмиған.
Мәлум болушичә, хәлқара ахбарат вастилири пакистан һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисигә қандақ қарайдиғанлиқи һәққидә имран ханни бирнәччә қетим зиярәт қилған. Имран хан дәсләп өзиниң бу ишлардин хәвәрсиз икәнликини билдүргән болса, кейинчә “уйғур қирғинчилиқи” ниң әсла мәвҗут әмәсликини тилға алған. Әмдиликтә болса уйғурлардики барлиқ исламий өрп-адәтләрниң һәммисини терорлуққа бағлап уйғурларни бастуриватқан һәмдә ислам диниға ашкара җәң елан қилған хитай һөкүмитини “муһәммәд пәйғәмбәрниң йолиға әгәшти” дәп ашкара махтиған.
Һалбуки, хитай һөкүмитиниң аз дегәндиму бир милйондин үч милйонғичә уйғурни лагерларға қамап болғанлиқини алаһидә әскәрткән “җумһурийәт гезити” бу һадисини тәнқидләп: “уйғурларни милйонлап лагерға қамиған хитай һөкүмитиниң ташқий ишлар министири ваң йиму бу қетимлиқ йиғинға иштирак қилди. Әмма ислам әллири һазирғичә хитайниң уйғурларни лагерларға қамиши тоғрисида сөз қилип бақмиди.” дегән.
Имран ханниң бу сөзлири елан қилинғандин кейин, һәр саһәниң кәскин тәнқидигә дуч кәлди. Болупму имран ханниң уйғур дияридики ислам диниға бағланған қирғинчилиққа сүкүт қилиштин һалқип, һелиһәм қирғинчилиқни давам қилдуриватқан хитай һөкүмитини йүзтуранә махтишини бәзиләр “бу ашкара мунапиқлиқ” деди.
Сабиқ афғанистан президенти хәмид карзайиниң президентлиқ ишхана мудири, небраска университети “афғанистан тәтқиқат мәркизи” ниң директори шерҗан әһмәдзайи бу һәқтики зияритимиз җәрянида “имран ханниң мусулманларни қирғин қиливатқан хитай һөкүмитини муһәммәд пәйғәмбәргә тәңләштүргәнлики сепи өзидин мунапиқлиқ. Бу хил тәңләштүрүшни оттуриға қойған һәрқандақ киши шундақ ләнәтлиниду,” деди.