Интерпол уйғур паалийәтчи идрис һәсәнниң “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” ни тоңлатқан
2021.08.02
Хәлқара сақчи тәшкилати (интерпол) маракәшниң касабланка шәһиридики муһәммәд-5 хәлқара айродромида тутуп қелинип, хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән уйғур паалийәтчи идрис һәсәнниң “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” ни тоңлатқан. Интерполниң ейтишичә, улар идрис һәсән һәққидә йеңи учурларға еришкән болуп, униң әһвалини ениқлаш ахирлашқанға қәдәр униң һәққидики “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” тоңлитилған.
33 яшлиқ паалийәтчи идрис һәсән бу йил 19-июл 2012-йилдин бери яшап келиватқан түркийәдин явропадики бихәтәр 3-бир дөләткә панаһлиқ издәп меңип, маракәшниң касабланка шәһиригә қонғанда тутқун қилинған. Кейинрәк униң хитай һөкүмити тәрипидин “террорлуқ” билән әйиблинип интерполға берилгәнлики вә интерполниң униң үстидин “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” чиқарғанлиқи мәлум болғаниди.
“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, интерпол баш секритарияти өзлириниң 2016-йилдин бери әза дөләтләр тәрипидин тәләп қилинған һәр бир қизил ташлиқ тутуш буйруқиниң интерпол низамнамисигә уйғун яки әмәсликини қайта тәкшүрүп келиватқанлиқини билдүрүп, “шу мунасивәт билән еришкән йеңи учурлар баш секритариятниң диққитини қозғиғачқа идрис һәсәнгә чиқирилған қизил ташлиқ тутуш буйруқи йеңи ениқлаш ахирлашқучә тоңлитилди” дегән.
Интерполниң бир әмәлдари бу қарарниң хитай вә маракәш даирилиригә уқтурулғанлиқини ейтқан, бирақ қандақ учур идрис һәсәнниң делосини қайта көрүп чиқишқа түрткә болғанлиқини ейтмиған. Интерполниң хитай һөкүмити уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблиниватқан бир вақитта идрис һәсәнгә тутуш буйруқи чиқириши кишилик һоқуқ органлири, уйғур тәшкилатлири, бәзи ғәрб сиясийонлириниң диққитини қозғиған. Америка авам палата әзаси кристофер симис идрис һәсәнни хитайға өткүзүп бериш рәсмийитини дәрһал тохтитишини тәләп қилған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаришичә, бу вәқә хитайниң уйғурларни бастурушта интерполни суйиистемал қиливатқанлиқиниң йәнә бир мисали икән
Бәзи хәлқара қануншунаслар интерполниң идрис һәсәнгә чиқарған “қизил ташлиқ тутуш буйруқи” ни тоңлитиш қарарини қарши алидиғанлиқи, бирақ униң қандақларчә тәкшүрүп бақмайла бундақ бир “қизил ташлиқ буйруқ” чиқириши “җиддий соал пәйда қилғанлиқи” ни билдүргән. Интерпол илгириму д у қ рәиси долқун әйсаға тутуш буйруқи чиқирип, он нүччә йилдин кейин бикар қилғаниди.