Тәйвән рәсмий һалда IPAC қа қошулди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.07.30

“хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) ниң тор бетидә 30-июлда елан қилинған баянатта көрситилишичә, уларниң 4-нөвәтлик йиллиқ йиғини шу күни тәйбей шәһиридә ғәлибилик аяғлашқан. Бу қетимлиқ йиғинға 24 дөләттин кәлгән 49 сиясийон қатнашқан болуп, бу, тәйвәнни зиярәт қилған әң чоң парламент өмики болуп қалған.

Йиғинда тәйвәнни рәсмий һалда мәзкур бирләшмигә қобул қилиш һәққидә қарар елинған, шундақла мәзкур орган мушу арқилиқ өзлириниң тәйвәндики демократийәни һимайә қилидиғанлиқини ипадә қилған. Шуниң билән биргә фән йүн вә чен гавзунини мәзкур бирләшминиң қошма муавин рәисликигә сайлиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетимқи йиғин мәзгилидә тәйвән пирезиденти ләй чиңде вә муавин пирезиденти шяв мейчин айрим-айрим сөз қилип “тәйвәнни вә қанун бойичә идарә қилиш асасидики хәлқаралиқ тәртипни һимайә қилиш үчүн демократик күнлүк һасил қилиш зөрүр” дегән. IPAC Әзалири болса хитай һөкүмитиниң бу қетимқи йиғинға путликашаң пәйда қилиш вә тәһдит селиш урунушлирини кәскин әйибләп “хитайниң бу хил қорқунч селишлири бизни һәққанийәтни һимайә қилиш йолидин қайтуралмайду” дегән.

Мәлум болушичә, бу қетимқи IPAC йиғинда уйғурлар мәсилисиму хоңкоң вә тибәт мәсилилири билән бир қатарда тилға елинған. Шуниңдәк хитайниң чегра һалқиған бастурушлири әйибләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.