Иран пирезидентиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған тик учур вәқәсигә техникалиқ кашила сәвәб болған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.05.20

Иран пирезиденти ибраһим рәиси билән иран ташқи ишлар министири әмир абдуллаһиян вә башқиларниң тик учур айропилани 19-май күни иранниң ғәрбий шималидики тағлиқ районида чүшүп кетип, ибраһим рәиси билән абдуллаһиянниң һәр иккиси һаятидин айрилған.

Бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, қутқузғучилар түтәклик тағлиқ районда нәччә саәтләп елип берилған чарлаш һәрикәтлиридин кейин ибраһим рәиси, әмир абдуллаһиян вә башқиларниң җәситини тапқан. Иран ислам җумһурийити тарихидики әң консерватип пирезидент, дәп қаралған ибраһим рәисиниң бу йил 63 яшта икәнлики қәйт қилинмақта. “ню-йорк вақти гезити” ниң хәвәр қилишичә, иран дөләтлик ахбарат агентлиқи тик учур айропиланниң чүшүп кетишигә техникалиқ кашила сәвәб болғанлиқини билдүргән.

Ирандики әң һоқуқдар икки шәхс - ибраһим рәиси билән әмир абдуллаһиян хәлқара вәзийәт қаттиқ давалғушта туруватқан, иранниң ички қисмида наразилиқ қаттиқ күчәйткән бир пәйттә қазаға учриған болсиму, лекин бу иккийләнниң өлүми иранниң ички-ташқи сияситидә чоң өзгириш пәйда қилмайду, дәп қаралмақтикән. Пирезидент рәиси билән ташқи ишлар министири абдуллаһиянниң дәвридә, униң хитай билән болған мунасивити қаттиқ күчәйгән. Иран б д т да хитайниң “шинҗаң сиясити” ни қоллаш арқилиқ, хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилишиға янтаяқ болуш билән әйиблинип кәлгән.

Бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, америка ташқи ишлар министирлиқи 20-май күни тик учар вәқәсиниң қурбанлириға тәзийә билдүридиғанлиқи, шуниң билән бир вақитта “иран хәлқи вә уларниң кишилик һоқуқ һәм негизлик әркинлик күрәшлирини қоллайдиғанлиқини қайта тәкитләйдиғанлиқи” ни ейтқан. Америка 1979-йили партлиған иран “ислам инқилаби” дин бери, иранға ембарго йүргүзүп кәлгән кәлгән иди. Бир қисим хәвәрләрдә, иранниң кейинки нөвәтлик диний рәһбиригә тәйинлиниши мумкин, дәп қариливатқан ибраһим рәисиниң өлүми, иранда ички муқимсизлиқниң йеңи бир сәһиписини ечиши мумкинлики қәйт қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.