Иран вәкиллири өмики уйғур аптоном райони билән мунасивитини күчәйтидиғанлиқини билдүргән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.07.04

7-Айниң 3-күни уйғур райониға зиярәткә кәлгән иран дөләт мәнпәәтини бәлгиләш комитети тәкшүрүш өмики аптоном районлуқ партком секретари ма шиңруй, һөкүмәт рәиси әркин туняз қатарлиқлар билән көрүшкән.

Хитайчә “тәңритағ тори” , “шинҗаң гезити тори” ниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, ирандин кәлгән бу өмәкниң зиярити алдинқи айниң ахирида үрүмчидә өткүзүлгән 8-нөвәтлик хитай-явро асия сода йәрмәнкисигә қатнашқан иран сода вәкиллири өмикиниң зияритидин кейинла елип берилған. Ма шиңруй уларға қилған сөзидә, бу қетимқи сода йәрмәнкисигә актиплиқ билән қатнашқан иранниң “шинҗаң билән техиму кәң мунасивәт орнатқанлиқи, нефит-тәбиий газ енергийәси, хәвпсизлик вә мәдәнийәт саһәлиридә өзара һәмкарлиқни күчәйткәнлики” ни билдүргән. Ма шиңруй йәнә иран билән хитайниң һәр иккисиниң сода чәклимисигә учриған дөләтләр икәнликини, америка вә бәзи ғәрб дөләтлириниң “шинҗаң мәсилисидә хитайни қарилиғанлиқини, ялған-явдақларни тоқуп хитайға сода чәклимиси қойғанлиқи” ни, бу әһвалда иран билән техиму қоюқ һәмкарлишип, ортақ тәрәққият бәрпа қилиш керәкликини тәкитлигән.

Иран дөләт мәнпәәтини бәлгиләш комитетиниң дөләт мудапиәси вә хәвпсизлик ишлириға мәсул рәиси низамипир икки тәрәп сөһбитидә қилған сөзидә, уйғур райониниң хитай билән оттура асия дөләтлири оттурисидики алақә вә һәмкарлиқниң дәрвазиси вә муһим йоли икәнликини, уйғур райони билән алақә вә һәмкарлиқни илгири сүридиғанлиқини билдүргән.

Иран изчил һалда хитайни қоллап келиватқан дөләтләрниң бири болуп, хитайниңму иранни өз йениға тартип, америкаға қарши бирлик сәп қурушқа урунуватқанлиқи мәлум. Америка шәрқ-ғәрб тәтқиқат мәркизиниң алий тәтқиқатчиси диний рой (Denny Roy) йеқинда елан қилған “ғәззә немишқа шинҗаңдин көп диққәт қозғайду” намлиқ мақалисидә, һазир уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини инкар қилип, хамасни қоллаватқан русийә, иран, шималий корейә қатарлиқ дөләтләрниң хитай билән бирлишип, мустәбит дөләтләр иттипақи шәкилләндүрүватқанлиқини оттуриға қойғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.