Хитай һөкүмити иранда уйғурлар тоғрилиқ “пакитлиқ мәлумат” тарқатти

Мухбиримиз әзиз
2018.07.16

Хитайниң истратегийәлик һәмкарлашқучилиридин бири, дәп қариливатқан иран ислам җумһурийитидә турушлуқ хитай баш әлчиси паң сен йеқинда ирандики әң чоң инглизчә гезит болған “теһран вақти” да уйғурлар дияри тоғрилиқ бир қатар сахта мәлумат елан қилған.

Мәзкур гезитиниң 14-июлдики санида елан қилинған бу һәқтики мақалида баш әлчи паң сен уйғурлар дияриниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” дики муһим орни түпәйлидин ирандики һәр саһә кишилириниң мәзкур район һәққидә “һәқиқий вә тоғра болған мәлуматлар” ға егә болушини көзләп бу мақалини елан қилғанлиқини билдүргән.

Паң сенниң зор һәҗимлик бу мақалисидә уйғурлар дияридики милләтләр, омумий нопус, маарип, аптономийәлик һоқуқ қатарлиқлар һәққидә бир қатар санлиқ мәлуматларни бериш арқилиқ, уйғурларниң қандақ “бәхтияр” турмуш кәчүрүватқанлиқи баян қилинған. Шуниңдәк бир қатар ялған мәлуматларни болушичә базарға салған. Мәсилән, униңдики “бу райондики пүткүл мәмурий хадимларниң 51 пирсәнти аз санлиқ милләтләр”, “һәрқайси милләтләр инақ вә достанә яшайду”, “уйғурларниң диний етиқадини қанун қаттиқ һимайә қилиду” дегәнләр өткән мәзгилләрдин буян һәрқайси ахбарат васитилири көпләп елан қилған хәвәр вә учурлар билән пүтүнләй қариму-қарши мәлуматлар һесаблиниду.

Д у қ ниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә пикир қилип, “хитай даирилири мушу хилдики ялған мәлуматларни көпләп базарға селиш арқилиқ, хәлқара җамаәтни қаймуқтурмақчи, шу арқилиқ уйғурларни техиму йетим қалдурмақчи” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.